түркийә африқа бирләшмисиниң г20 дөләтләр гуруһиниң даимий әзаси болушини қарши алди

түркийә африқа бирләшмисиниң г20 дөләтләр гуруһиниң даимий әзаси болушини мәмнунлуқ билән  қарши алди.

2035207
түркийә африқа бирләшмисиниң г20 дөләтләр гуруһиниң даимий әзаси болушини қарши алди

түркийә авази радйоси хәвири: ташқи ишлар министирлиқи, һиндистанниң саһибханлиқида йеңи деһлида өткүзүлгән г20 дөләтләр гуруһи башлиқлар йиғинида мақулланған « африқа бирләшмисиниң даимий әза болиши» қарариға мунасивәтлик байанат елан қилди.

байанатта бу қарарниң «зор хошаллиқ» билән қарши елинғанлиқи тәкитлинип, «түркийә африқа бирләшмисиниң истратегийәлик шерики болуш сүпити билән африқиниң хәлқаралиқ мунбәрләрдә вәкиллик орнини йахшилиши, авазиниң аңлиниши үчүн пүтүн күчи билән тиришиду» дейилди.

байанатта мундақ дейилди:

«баштин-ахир биз әң күчлүк қоллап кәлгән африқа бирләшмисиниң г20 дөләтләр гуруһиға даимий әза болиши, хәлқара мунасивәтләрдә көп тәрәплимиликниң һаким орунға өтүши нуқтисидин қиммәтлиқ бир қәдәмдур. түркийә африқаниң хәлқара системида һәқлиқ болған орунға еришиши үчүн қоллап қуввәтләшни давамлаштуриду»

һиндистан баш министири нарендра модиму бүгүн пайтәхт йеңи деһлида «бир дунйа, бир аилә, бир кәлгүси» темиси астида 18-нөвәтлики башланған г20 дөләтләр гуруһи рәһбәрлири йиғинида, әза дөләтләрниң африқа бирләшмисигә даимий әзалиқ салаһийити берилиши тоғрисида келишкәнликини елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر