әрдоған: террористлар йа тәслим болиду йаки дөләтниң полат муштиға дуч келиду

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған: «террористлар йа пушайман қилип түркийә адалитигә тәслим болиду, йаки дөләтниң полат муштиға дуч келиду. уларниң алдида буниңдин башқа һечқандақ йол йоқ» билдүрди.

2028081
әрдоған: террористлар йа тәслим болиду йаки дөләтниң полат муштиға дуч келиду

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған пайтәхт әнқәрәдә офитсер оқуғучиларниң оқуш пүттүрүш мурасимида сөз қилди.

у уларниң террорлуққа қарши турушта үнүмлүк нәтиҗиләрни қолға кәлтүргәнликини тәкитләп, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң увиси болған ирақниң қандил районида вә уларниң сүрийәдики башламчилирини нәпәс алдурмиғанлиқини қәйт қилди.

у йалғанчилиққа толған тәшвиқатларға алдинип тағқа елип кетилгән йашларниң күндин-күнгә азийиватқанлиқини әскәртип, террорлуқ тәшкилатлириға қатнишишниң тарихидики әң төвән сәвийәгә чүшүп қалғанлиқини билдүрди.

у: «түркийә әң ахирида террорлуқ апитидин чоқум қутулиду. даешқа қарши турушни баһанә қилип, йүк машинилирида берилгән қораллар вә чоң <ака> лириниң қоллиши, террорчиларни сақлаватқан аччиқ тәқдирдин қутулдуралмайду. дөлитимиздә вә районимизда кәлгүсидә һечқандақ террорлуқ тәшкилатиға орун йоқлуқини йәнә бир қетим тәкитләймән. террористлар йа пушайман қилип түркийә адалитигә тәслим болиду, йаки  дөләтниң полат муштиға дуч келиду. уларниң алдида буниңдин башқа һечқандақ йол йоқ» деди.

у әгә деңизида көчмәнләрниң өлүшиниң алдини алғанлиқлирини билдүрүп: «бәзиләр әгә деңизида бу кишиләрни өлүмгә иттириватқанда, биз уларни деңиз қирғиқи муһапизәт әтритимиз билән бу долқундин қутулдуруватимиз. мана бу түркийәниң мәрһәмәтлик туйғулириниң әң рошән ипадиси» деди.

у сүрийәниң шималида мәңгүлүк туралғу қурулушлириниң давам қиливатқанлиқини билдүрүп: «бу туралғулар пүткәндин кейин, тәхминән 1 милйон қериндишимиз хатирҗәм һалда вәтинигә қайталайду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر