министир качир: қатар әмири ал сани «тогг»ни йақтурди

түркийә җумһурийити санаәт вә техника министири мәһмәт фатиһ качир қатар әмири шәйх тәмим бин һәмәд ал саниниң түркийәниң йәрлик аптомобили «тогг»қа болған қизиқишиниң көрүшкә әрзийдиғанлиқини ейтти.

2013624
министир качир: қатар әмири ал сани «тогг»ни йақтурди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң парс қолтуқи дөләтлири зийаритигә һәмраһ болуватқан өмәктин орун алған министир качир өзиниң тивиттердики адресида, әрдоғанниң қатар әмири ал саниға тогг совға қилған көрүнүшлирини һәмбәһрилиди.

тоггниң ал саниниң қизиқишини қозғиғанлиқини билдүргән качир: «қатар әмири шәйх тәмим бин һәмәд ал сани билән җумһур рәисимиз тоггни бирликтә синақ қилди. һөрмәтлик әмирниң тоггқа болған қизиқиши көрүшкә әрзийтти. һөрмәтлик җумһур рәисимизниң илтипати билән дост дөләтләргә совға қилинған тогг, дөлитимизниң иптихар мәнбәси болушни давамлаштуриду» дегәнләрни қәйт қилди.

җумһур рәис әрдоған парс қолтуқи дөләтлири зийарити даирисидә барған қатарда әмир ал сани билән лусаил сарийида айрим сөһбәтләшкәндин кейин, һәйәтләр ара учришишқа қатнашқан؛ йиғиндин илгири, әрдоған ал саниға көк рәңлик тогг аптомобилдин бирни совға қилғаниди.

икки рәһбәр лусайил сарийиниң һойлисида хели узунғичә аптомобилни йеқиндин көрүп чиққан؛ әрдоған айрим учришиш өткүзүлгән бинаға ал сани һәйдигән тогг аптомобили билән барғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر