шаһзадә сәлман әрдоғанни меһманханисиға <тогг> билән апирип қойди

шаһзадә сәлман түркийәниң йәрлик аптомобили ни йахши көрди.

2013111
шаһзадә сәлман әрдоғанни меһманханисиға <тогг> билән апирип қойди

түркийә авази радийоси хәвири: санаәт вә техника министири мәһмәт фатиһ качир сәуди әрәбистан тәхт вариси шаһзадә муһәммәд бин сәлманниң җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған тәрипидин совға қилинған түркийәниң йәрлик аптомобили <тогг>ни йахши көргәнликини билдүрди.

җумһу рәис әрдоғанниң парис қолтуқи дөләтлири зийарити һәйити ичидә орун алған санаәт вә техника министири мәһмәт фатиһ качир тивиттер һесабида әрдоғанниң шаһзадә сәлманға <тогг> ни совға қилған рәсимлирини һәмбәһирлиди.

мәһмәт фатиһ качир шаһзадә сәлманниң <тогг> ни йахши көргәнликини тәкитләп: «җумһур рәисимиз әрдоғанниң истикигә асасән, совға қилинған <тогг> ни сәуди әрәбистан вәлиәһди шаһзадиси муһәммәд бин сәлман өзи һәйдиди. шаһзадәниң һәйдәш җәрйанида ипадилигән йақтуруши дөлитимиз вә түрк инженерлири үчүн иптихарландурғуч алаһидиликкә игә иди» деди.

әрдоған айрим вә  һәйәтләр ара учришиштин кейин шаһзадә сәлманға памуққәлә рәңлик (йәни ақ рәңлик) <тогг>  дин бирни совға қилди.

икки рәһбәр әл салам сарийиниң һойлисида хели мәзгилгичә аптомобилни тәкшүрди.

шаһзадә сәлман <тогг> ни өзи һәйдигән һалда әрдоғанни меһманханисиға апирип қойди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر