ақар: терроризмға қарши күрәш ахирлашқанда хәлқниң параванлиқи техиму ашиду

түркийә дөләт мудапиә министири хулуси ақар терроризмға қарши күрәштә наһайити зор мувәппәқийәтләрниң қолға кәлтүрүлүватқанлиқини, бу күрәш ахирлашқан вә террорчилар пүтүнләй йоқитилғанда хәлқниң параванлиқиниң техиму ашидиғанлиқини тәкитлиди.

1990060
ақар: терроризмға қарши күрәш ахирлашқанда хәлқниң параванлиқи техиму ашиду

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министири хулуси ақар түнүгүн (23-май) пайтәхт әнқәрәдә бәргән байанатида, терроризмға қарши күрәштә наһайити зор мувәппәқийәтләрниң қолға кәлтүрүлүватқанлиқини, бу күрәш ахирлашқан вә террорчилар пүтүнләй йоқитилған чағда хәлқниң параванлиқиниң техиму ашидиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «буниң әң рошән мисали <габар теғи> дур. илгири <габар теғи> террорчиларниң увиси иди, әмдиликтә болса нефит мәнбәсигә айланди. бу һәқтә изчил хизмәт ишләватимиз, бу хизмитимизниң даирисини техиму кеңәйтип, <габар теғи> ни тәрәққий қилдуримиз.»

министир ақар терроризмға қарши күрәшниң қәтий ирадә билән кәскин давамлишиватқанлиқини, бу даиридә,  2015-йили 7-айниң 24-күнидин буйан  37 миң 886 террорчиниң бир тәрәп қилинғанлиқини, алдинқи айда бир тәрәп қилинған террорчилар саниниң 126 гә йәткәнликини ейтти.

ақар террорчилар үзүл – кесил йоқитилғанға қәдәр терроризмға қарши күрәшниң үзлүксиз давамлишидиғанлиқини, чегра районлириниң түркийә җумһурийити тарихидин буйанқи әң кәскин тәдбирләр арқилиқ қоғдиливатқанлиқини, йеқинқи бәш йил ичидә чегра еғизлиридин қанунсиз һалда өтүшкә урунған 3 милйон 300 миң кишиниң тосуп қелинғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر