җумһур рәис әрдоған сайламда беләт ташлиған барлиқ кишиләргә миннәтдарлиқ билдүрди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған 14 – майдики сайламларда беләт ташлаш рекорти йаритиш арқилиқ миллий ирадини әкс әттүргән барлиқ пуқраларға рәһмәт ейтти.

1987432
җумһур рәис әрдоған сайламда беләт ташлиған барлиқ кишиләргә миннәтдарлиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған икки хусусий телевизийә қанилиниң нәқ мәйдандин бирләшмә тарқитилидиған мәхсус сөһбәт пирограммисида, мухбирларниң күнтәртиптики мәсилиләргә мунасивәтлик соаллириға җаваб бәрди.

таллишиниң қайси йөнилиштә болушидин қәтийнәзәр, 14 - майдики җумһур рәислик вә парламент әзалири омумий сайлимида аваз ташлиған һәр бир пуқраға миннәтдарлиқ билдүргән әрдоған, түркийәгә йаришидиған наһайити катта демократийә байрими өткүзүлгәнликини, буниң бәлким дунйада көрүлүп бақмиған әһвал болуши мумкинликини ейтти.

у хәлқ намайан қилған такамуллуқниң алаһидә тәқдирләшкә әрзийдиғанлиқини тәкитләп: «сайламдики беләт ташлаш нисбити %90 кә йәтти. мән йәнә сийасий иштирак қилиш күчини ашуруш, демократийәгә игә чиқиш үчүн күч сәрп қилған барлиқ сийасий партийәләргә, намзатларға, мәтбуат – тарқитиш орунлириға, сайлам җәрйанида вәзипә өтигән бихәтәрликтин тартип әдлийә хадимлириғичә болған һәр қайси идарә – органларниң барлиқ хизмәтчилиригә рәһмәт ейтимән. сайланған барлиқ әзаларни тәбрикләймән вә уларға утуқ тиләймән» деди.

җумһур рәислик сайлиминиң биринчи айланмисида хәлқниң өзигә болған майиллиқини зор дәриҗидә ипадилигәнликини тәкитлигән әрдоған, хәлқниң мәҗлис (парламент) тиму көп санлиқни җумһур иттипақиға бәргәнликини ейтти.

«аваз сандуқида намайан болидиған ирадә бешимизниң үстидә» дегән әрдоған, 28 - май өткүзүлидиған җумһур рәислик сайлиминиң иккинчи айланмисиғиму сайлиғучиларниң көпләп қатнишишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.

14 - майдики җумһур рәислик сайлимиға қатнишиш нисбитиниң %88.52, парламент әзалири сайлимиға қатнишиш нисбитиниң %87.40 болғанлиқи елан қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر