хулуси ақар анилар байрими мунашивити билән шеһит анилирини зийарәт қилди

дөләт мудапиә министири ақар террорлуққа қарши күрәштә қолға кәлтүрүлгән мувәппәқийәтләр тәрәпкә диққәтни тартип: «әмдиликтә габарда террорчилар әмәс, нефит содигәрлири  айланмақта, террорлуқниң әмәс, пайда – мәнпәәтниң сөһбити болмақта» деди.

1986030
хулуси ақар анилар байрими мунашивити билән шеһит анилирини зийарәт қилди

түркийә авази радйоси хәвири: хулуси ақар қәйсәридә өткүзүлгән анилар байрими паалийитигә қатниишип, шеһитләрниң анилири билән бир йәргә җәм болди вә: «шеһитләрниң аилә-тавабиатлириға шундақла ғазийларға биздәк игә чиқидиған башқа дөләт йоқ, әмма биз немила қилайли йәнила аз болуп қалидиғанлиқини билимиз» деди.

хулуси ақар һәр қандақ бир земинниң вәтәнгә айлиниши үчүн у милләтниң пәрзәнтлиригә еһтийаҗ барлиқини тилға елип: «биз шеһитлиримизниң бир тамчә қениниму йәрдә қоймидуқ, һәммисиниң һесабини алдуқ» деди.

қәйсәридә пуқралар билән бир йәргә җәм болған хулуси ақар бу алийҗанаб милләтни террорлуқ баласидин қутулдурушта қәтий ирадигә игә икәнликини билдүрүп:  «биз террорчиларниң пийидимиз. булар ирақ вә сүрийәниң шималиға қачти. мәһмәтчик әскәрлиримиз қоғлаватиду. уларниң бойни әскәрлиримизниң чаңгилида. биз терорчиларни увилириға, панаһҗайлриға, искилат вә қазған орәклиригә көмдуқ һәмдә көмүшни давамлаштурмақтимиз» деди.

террорчиларниң алдида иккила йол барлиқини, булардин бирсиниң адаләткә тәслим болуш, йәнә бирисиниң болса, йоқилип түгәш икәнликини тилға алған хулуси ақар террорчиларниң еғир гумран болуш ичидә икәнликини тәкитлиди.

дөләт мудапиә министири хулуси ақар террорлуққа қарши күрәштә қолға кәлтүрүлгән мувәппәқийәтләр тәрәпкә диққәтни тартип, «әмдиликтә габарда террорчилар әмәс, нефит содигәрлири айланмақта. террорлуқниң әмәс, пайда – мәнпәәтниң сөһбити болмақта» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر