ақар: сүрийә вә ирақта 13 террорчи  бир тәрәп қилинди

түркийә дөләт мудапиә министири хулуси ақар ирақ вә сүрийәниң шималида үч күн ичидә 13 террорчиниң бир тәрәп қилинғанлиқини ейтти.

1983180
ақар: сүрийә вә ирақта 13 террорчи  бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: хулуси ақар қәйсәридә бәргән байанатида, түркийә армийәсиниң терроризмға қарши күрәш даирисидә түркийәниң аманлиқи вә бихәтәрликини қоғдаш үчүн немә қилишқа тегишлик болса шуни қиливатқанлиқини, буниңдин кейинму шундақ қилидиғанлиқини ейтти.

министир ақар түркийә армийәсиниң ирақниң шималидики террорчиларниң увилирини  йәр билән йәксан қиливәткәнликини, сүрийәниң шималида қурулмақчи болған террорлуқ каридори пиланини бузуп ташлиғанлиқини вә террорчиларни өзлири колиған хәндәкләргә көмгәнликини байан қилди.

ақар мундақ дәп көрсәтти: «терроризм ахирлашқини йоқ. шуңа, бихудлуқ қилишқа, ғәлбидин мәғрурлинип кетишкә йаки махтинишқа қәтий болмайду. терроризмға қарши күрәш қәтий ирадә билән кәскин давамлашмақта. түнүгүн кечә (4-май) елип берилған зәрбә бериш һәрикити давамида йәнә бәш террорчи бир тәрәп қилинди. шуниң билән, ирақ вә сүрийәниң шималида үч күн ичидә бир тәрәп қилинған  террорчиларниң сани 13 кә йәтти.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر