ақар: түркийә пуқралирини тарқақлаштуруш үчүн җәмий 5 тирансипорт айропилани әвәттуқ

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) дөләт мудапиә министири хулуси ақар тоқунуш йүз бериватқан судандин түркийә пуқралирини тарқақлаштуруш үчүн 5 тирансипорт айропилани әвәткәнликлирини ейтти.

1980434
ақар: түркийә пуқралирини тарқақлаштуруш үчүн җәмий 5 тирансипорт айропилани әвәттуқ

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министири хулуси ақар тоқунуш йүз бериватқан судандин түркийә пуқралирини тарқақлаштуруш үчүн, «коҗа йүсүф» дәп аталған «A400M» типлиқ икки айропилан билән қошулуп, җәмий 5 тирансипорт айропилани әвәткәнликлирини ейтти.

министир ақар қәйсәридә бәргән байанатида, судандики армийә тәрәп билән тез йардәм бериш күчлири оттурисида давамлишиватқан тоқунушлар вә түркийә пуқралирини тарқақлаштуруш мәсилилиригә даир соалға җаваб бәргәндә, суданда һәрқайси гуруппилар оттурисида тоқунушлар йүз бериватқанлиқини әскәртти.

ақар бу тоқунушларниң хәтәрлик әһвалларни кәлтүрүп чиқириватқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «бу хәтәрлик әһваллар түпәйли, ташқи ишлар министирлиқимиз билән бирликтә суданда йашаватқан пуқралиримизни тарқақлаштуруш пиланини түздуқ вә бу пиланни йолға қойушқа башлидуқ. бир қисим пуқралиримиз ефийопийә арқилиқ тарқақлаштурулди.»

тарқақлаштурушқа еһтийаҗлиқ җайлар үчүн паалийәтләрниң үзлүксиз давамлишиватқанлиқини байан қилған ақар мундақ дәп көрсәтти: «пуқралиримизни түркийәгә елип келиш үчүн 5 айропилан аҗраттуқ. < C-130> типлиқ үч айропиланимиз арқилиқ хартумниң шималидики вади сәйиднадин 210 пуқрамизни тарқақлаштуруш үчүн хизмәт ишләватимиз. йәнә бир тәрәптин, «A400M» типлиқ икки айропиланимиз судан портиға қонди. у йәрдә 250 пуқрамизниң барлиқидин хәвәр таптуқ. бу айропиланлардин бири қисқа вақит ичидә судан портидин пуқралиримизни түркийәгә кәлтүриду.»

айропиланларниң һәрикәтлирини йеқиндин көзитиватқанлиқлирини қәйт қилған ақар, «пуқралиримизни түркийәгә кәлтүрүш хизмити әтә кәчкичә тамамлиниду». деди.

йәнә бир тәрәптин, министир ақарниң байанатидин кейин, түнүгүн кәчтә судан портидин йолға чиққан түркийә армийәсигә тәвә <A400M> типлиқ тарқақлаштуруш айропилани әнқәрә вақти кечә 02:30 дә истанбул айродурумиға қонди.

тарқақлаштурулған 170 түркийә пуқраси түркийәгә қайтип кәлгәнликидин интайин хурсән  икәнликлирини изһар қилишти.

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқиму тоқунушлар давамлишиватқан суданда қапсилип қалған түркийә пуқралирини тарқақлаштуруш хизмитиниң давамлишиватқанлиқини, тунҗи түркүмдики түркийә пуқралириниң түркийә армийәсигә тәвә айропиланлар билән бихәтәр һалда түркийәгә кәлтүрүлгәнликини уқтурди.

дөләт мудапиә министирлиқиниң  аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, бу һәқтә елан қилинған байанатида, мундақ дейилди: «барлиқ пуқралиримиз түркийәгә кәлтүрүлгәнгә қәдәр тарқақлаштуруш хизмитимиз үзлүксиз давамлишиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر