вашингитонда түркләр әрменийә гуруппилириға наразилиқ билдүрди

америка қошма иштатлириниң пайтәхти вашингтонда бир йәргә җәм болған нурғун түркийә пуқралири түркийә әлчиханиси алдида намайиш өткүзгән әрменийә гуруппилириға наразилиқ билдүрди.

1979231
вашингитонда түркләр әрменийә гуруппилириға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлириниң пайтәхти вашингтонда бир йәргә җәм болған нурғун түркийә пуқралири 1915-йилдики вәқәләр сәвәбидин түркийәниң вашингтон әлчиханиси вә әлчихана бинасиниң алдида намайиш өткүзгән әрменийә гуруппилириға наразилиқ билдүрди.

һәр йили 24 – апрел күни 1915-йилдики вәқәләрниң хатирә күнидә, америка қошма иштатлиридики әрменийә гуруппилири түркийә вакаләтханилириниң алдида қутратқулуқ йүрүшлири вә намайишларни өткүзиду.

әрменийә гуруппилири әнәнилирини бу йилму бузмиди.

намайишчи гуруппилар америка қошма иштатлириниң пайтәхти вашингитондики түркийә әлчиханиси вә әлчихана бинасидин сирт йәнә әзәрбәйҗан әлчиханиси алдидиму намайиш өткүзүп, түркийә вә әзәрбәйҗанға қарши шоарларни товлиди.

түркийә пуқралириму түркийәниң вашингитон әлчиханиси вә әлчихана бинасиниң алдида йиғилип, әрменийә гуруппилириға наразилиқ билдүрди.

түркләр түркийә вә әзәрбәйҗан байрақлирини ләпилдәткән, маршларни йаңратқан вә шоарларни товлиған һалда әрменийә гуруппилириға наразилиқ билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر