хулуси ақар: «йеқинқи 4 күн ичидә сүрийә вә ирақниң шималида 21 террорчи уҗуқтурулди»

дөләт мудапиә министири хулуси ақар сүрийә вә ирақниң шималидайеқинқи 4 күн ичидә уҗуқтурулған террорчилар саниниң 21 гә йәткәнликини ейтти.

1978164
хулуси ақар: «йеқинқи 4 күн ичидә сүрийә вә ирақниң шималида 21 террорчи уҗуқтурулди»

түркийә авази радйоси хәвири: хулуси ақар: «сүрийә вә ирақниң шималида ширға охшаш қәһриман мәһмәтчик әскәрлиримиз терорчиларни колиған орәклиригә көмүшни давамлаштурмақта.  бираз илгири хәвәр кәлди. запда мәһмәтчик әскәрлиримиз тәрипидин үч террорчи биртәрәп қилинди. шундақ қилип, йеқинқи 4 күн  ичидә уҗуқтурулған терорлуқ унсурлириниң сани 21 гә йәтти. «иншааллаһ бу күрәш чегралиримизниң вә миллитимизниң бихәтәрлики капаләткә игә қилинғучә  давамлишиду. бу һәқтә қәтий ирадигә игимиз вә буниңға йетәрлик қудритимизму бар» деди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر