ақар: түркийә армийәси йеқинқи үч күн ичидә 18 террорчини  бир тәрәп қилди

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министири хулуси ақар түркийә армийәсиниң йеқинқи үч күн ичидә ирақ вә сүрийәниң  шималида 18 террорчини  бир тәрәп қилғанлиқини билдүрди.

1977440
ақар: түркийә армийәси йеқинқи үч күн ичидә 18 террорчини  бир тәрәп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министири хулуси ақар түркийәниң қәйсәри вилайитидә бәргән байанатида, түркийә армийәсиниң җмһурийәт тарихидики әң  кәң көләмлик вә қойуқ һәрбий һәрикәтләрни елип бериватқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «түркийә армийәсиниң бу һәрбий һәрикәтлири нәтиҗисидә көп сандики террорчилар бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к дин қачмақта. буниң нәтиҗисидә п к к һалакәт гирдабиға берип қалмақта. худайим буйруса, террорчилар пат йеқинда тамамән йоқилиду.»

ақар түркийә армийәсиниң чегра районлири вә түркийә пуқралирини қоғдаш үчүн қандақ қилиш зөрүр болса шундақ қиливатқанлиқини әскәртип мундақ деди: «бу террорчиларниң арқисида ким болушидин, ким уларға қорал – йарағ, оқ-дора йаки тик учар беришидин қәтийнәзәр, бизниң уларға қарши күришимиз адаққичә давамлишиду. җүмлидин, бизниң күришимиз таки әң ахирқи террорчи бир тәрәп қилинғанға қәдәр үзлүксиз давамлишиду. армийәмиз йеқинқи үч күн ичидә ирақ вә сүрийәниң  шималида 18 террорчини  бир тәрәп қилди.»

министир ақар түркийә армийәсиниң террорчилар киргили болмайдиған «мустәһкәм қорған» дәп қарайдиған җайларғиму кирип, террорчиларниң увилирини йәр билән йәксан қиливәткәнликини тәкитләп мундақ деди: «2015-йили 24 – ийулдин тартип таки һазирғичә җәмий 37 миң 756 террорчи  бир тәрәп қилинди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر