әрдоған: түрк мәбләғ фонди түрк дунйаси иқтисадиниң бир гәвдилишишигә төһпә қошиду
түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған түрк мәбләғ фондиниң түрк дунйасида иқтисадий бир гәвдилишишкә төһпә қошидиғанлиқини ейтти.
түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған пайтәхт әнқәрәдә өткүзүлгән түрк дөләтлири тәшкилатиниң пәвқуладдә йиғини тоғрисида байанат елан қилди.
у йиғинниң мувәппәқийәтлик ахирлашқанлиқини, тәшкилат әзалири вә көзәткүчилириниң түркийәдә йүз бәргән йәр тәврәш апәтлири һәмдә кәлкүн апәтлиридин кейин өзара һәмкарлиқни мәқсәт қилған һалда бир йәргә җәм болғанлиқини билдүрди.
у йиғинға қатнашқан дөләт башлиқлириға тәшәккүр ейтип: «биз баштин кәчүргән апәтләрдә намайан қилған һәмкарлиқлиримизни, баравәрлик вә иттипақлиқни һәргиз унтумаймиз» деди.
у нишанлириниң бир йил ичидә пүткүл апәт районидики туралғу еһтийаҗини һәл қилиш үчүн йетәрлик дәриҗидә сүпәтлик вә бихәтәр биналарни селиш икәнликини әскәртти.
у йәнә, өзлириниң түрк дунйасидики бир гәвдилишишниң мотори болған иқтисад, сода, қатнаш вә енергийә қатарлиқ саһәләрдики өзара һәмкарлиқларниму көздин кәчүргәнликлирини байан қилип: «түрк мәбләғ фонди қуруш келишиминиң имзалиниши, йиғинимизниң көрүнәрлик мувәппәқийәтлириниң бири болди. фонд сайисида, оттура, кичик карханиларға, тәрәққийат түрлиригә, қатнаш вә әшйа обороти зәнҗирлиригә, ул- әслиһә түрлири , деһқанчилиқ вә сайаһәткә мәбләғ селишқа, қайта һасил болидиған енергийә тәтқиқатиға йардәм қилғили болиду» деди.
у ахирида, түрк мәбләғ фондиниң түрк дунйасида иқтисадий бир гәвдилишишкә төһпә қошидиғанлиқини тәкитләп мундақ деди:
«истанбул қурулмақчи болған фондқа саһибханлиқ қилиду. биз шундақ қлип, истанбулниң йәр шари пул-муамилисидә ойниған мәркизий ролини мустәһкәмлигән болдуқ.»