баш әлчи қаймақчи чарлез мишелға садақәт мәктупини тапшурди

түркийәниң йавропа иттипақида турушлуқ даимий вәкили баш әлчи фаруқ қаймақчи йавропа кеңиши рәиси чарлез мишелға садақәт мәктупини сунди.

1958205
баш әлчи қаймақчи чарлез мишелға садақәт мәктупини тапшурди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи мәнбәлириниң билдүрүшичә, садақәт мәктупини сунуш мурасими килассик мурасим шәклидин һалқип, тәхминән бир саәт давамлашқан сөһбәт шәклидә өткүзүлгән.

мурасимда, баш әлчи қаймақчи мишелға җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң салимини йәткүзди вә йавропа иттипақиниң қаһраманмарашни  мәркәз қилған йәр тәврәшләрдин кейинки һәмкарлиқ роһиға рәһмәт ейтти.

мурасим җәрйанида йәнә, йавропа иттипақиниң кандидат әзаси түркийәниң йавропа иттипақидин күтүватқан үмиди вә районға алақидар мәсилиләр музакирә қилинди.

илгири муавин ташқи ишлар министири болуп вәзипә өтигән қаймақчи, иккинчи қетим түркийәниң йавропа иттипақидики даимий вәкилликигә тәйинләнгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر