чавушоғлу қатарниң йеңи баш министири билән телефонлашти

түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу қатар баш министири муһәммәд бин абдурраһман алсани билән телефонда көрүшти.

1956432
чавушоғлу қатарниң йеңи баш министири билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: мәлуматларға қариғанда, ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу қатар баш министири муһәммәд бин абдурраһман алсаниға телефон қилип, униң қатарниң йеңи баш министири болғанлиқини тәбриклигән.

қатарниң йеңи баш министири муһәммәд бин абдурраһман алсани һәм баш министир һәм ташқи ишлар министири сүпитидә вәзипә өтәйдикән.

қатарниң йеңи баш министири муһәммәд бин абдурраһман алсани 2016 – йили 27 – йанвар күни ташқи ишлар министири, 2017 – йили 15 – нойабир күни қошумчә муавин баш министир сүпитидә вәзипигә тәйинләнгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر