йәр тәврәштә қаза қилғанлар сани 39 миң 672 гә йәтти
6 – феврал мәйданға келип 11 вилайәткә тәсир көрсәткән қаһраманмараш мәркәзлик йәр тәврәшләрдә қаза қилғанлар сани 39 миң 672 гә йәтти.
1948002
түркийә авази радийоси хәвири: дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ички ишлар министири сүләйман сойлу түнүгүн байанат берип, апәтниң 12 – күнидә қаза қилғанлар саниниң 39 миң 672 гә, йариланғанлар саниниң 108 миң 68 гә йәткәнликини билдүрди.