әминә әрдоған украиналиқ йетим балиларни йоқлиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң рәпиқиси әминә әрдоған украинадин түркийәгә кәлтүрүлгән йетим балиларниң бихәтәр җайда икәнликини байан қилди.

1913310
әминә әрдоған украиналиқ йетим балиларни йоқлиди
emine erdogan ukraynali yetim cocuk.jpg
emine erdogan ukraynali yetim cocuk.jpg
emine erdogan ukraynali yetim cocuk.jpg
emine erdogan ukraynali yetim cocuk.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң рәпиқиси әминә әрдоған украина пирезиденти володимир зеленискийниң рәпиқиси олена зелениска билән 2 – өктәбир(2022) күни истанбулда көрүшкәндә һасил қилинған келишимниң дәсләпки қәдими сүпитидә, одеса сонечко балилар йәслисидин пайтәхт әнқәргә кәлтүрүлгән йетим балилар вә уларниң күткүчилирини, улар меһман қилиниватқан аилә вә аммиви хизмәтләр министирлиқиға қарашлиқ балилар йәслисидә йоқлиди.

у, бу йәрдә даириләрдин йетим балилар һәққидә ишлиниватқан хизмәтләр һәққидә учур игилиди.

балиларға айрим - айрим һалда көңүл бөлгән, параңлашқан вә ойунчуқ һәдийә қилған әминә әрдоған, сағламлиқ мәсилиси бар 7 йашлиқ балиниң давалиниш еһтийаҗи тоғрисида немиләрни қилишқа болидиғанлиқи һәққидә мунасивәтлик кишиләрдин мәлумат алди.

балиларму әминә әрдоғанға йеқиндин көңүл бөлди.

балилар йәслисиниң тәлим – тәрбийә, ойун синиплири вә ухлаш өйлириниму екискурсийә қилған әминә әрдоғанниң бир бала билән қизғин параңлишиши диқққәт қозғиди.

украинаниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси васил боднарму қатнашқан зийарәттә, иштиракчилар украинадин кәлгән йетим балилар вә уларниң  күткүчилири билән хатирә сүрәткә чүшти.

әминә әрдоған украинадики қийин әһвалда қалған балиларни тарқақлаштуруш мусаписиниң давамлишидиғанлиқини, түркийәниң һәрдаим йардәм қилишқа тәййар икәнликини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر