әрдоған 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғинидин кейин мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, «даешқа қарши күрәшни баһанә қилип, террорлуқ тәшкилатини қоллиғанларму төкүлгән һәр бир тамчә қанға шериктур» деди.

1906853
әрдоған 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғинидин кейин мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди
erdoğan - kadın adalet

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған һиндонезийәдә өткүзүлгән 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғинидин кейин, йиғин залиниң ахбарат мәркизидә мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди.

җумһур рәис әрдоған сөзиниң истанбулдики террорлуқ һуҗумиға мунасивәтлик қисмида, даешқа қарши күрәшни баһанә қилип, террорлуқ тәшкилатини қоллиғанларниңму төкүлгән һәр бир тамчә қанға шерик икәнликигә ишарәт қилип: «биз барлиқ дост вә иттипақдашлиримизниң түркийәниң һәқлиқ күришини сәмимий қоллишини үмид қилимиз» деди.

түркийәниң террорлуқ тәһдитини увисида уҗуқтуруш истратегийәсини қәтийлик билән иҗра қилишни давамлаштуридиғанлиқини билдүргән әрдоған: «немә ишларни қилиши, кимләрниң арқисиға йошурунушидин қәтийнәзәр, террорчилар өзлирини күтүватқан аччиқ ақивәттин қечип қутулалмайду... мән  шуни йәнә бир қетим тәкитлимәкчимәнки, дөлитимиз вә районимизниң кәлгүсидә террорлуқниң һечқандақ түригә орун йоқ» дегәнләрни қәйт қилди.

әрдоған түркийәниң америкадин F-16 сетивелиш мәсилиси тоғрисида тохтилип: «бу һәқтә(америка пирезиденти) җо байдин әпәнди иҗабий илгириләшләрниң барлиқини ейтти» деди.

у шималий қибрис түрк җумһурийитиниң түрк дөләтлири тәшкилатиниң көзәткүчи әзалиқиға қобул қилиниши тоғрисида болса: «бизниң бу қарарни чиқиришимиз үчүн һәр қандақ бир дөләт, һәр қандақ бир җайниң тәстиқини елишимизниң һаҗити йоқ. у иш пүтти» деди.

җумһур рәис әрдоған полшаға чүшкән башқурулидиған бомба тоғрисида тохтилип: «мән русийәниң сөзигә һөрмәт қилишим керәк. русийәниң <бизниң бу иш билән мунасивитимиз йоқ> дейиши биз үчүн муһим. байдинниң башқурулидиған бомбиниң русийәдә йасалған бомба әмәсликини ейтиши, униң русийә билән мунасивити йоқлуқини көрситип бериду. тәкшүрүш, ениқлаш интайин муһим... биз русийә билән украинани бир үстәлниң әтрапиға олтурғузушқа тиришиватқан һазирқидәк шараитта, бу урушниң үчинчи бир шерикини тепишниң, оттуриға чиқиришиниң һаҗити йоқ» деди.

җумһур рәис әрдоған ашлиқ каридори тоғрисида мундақ деди: «сөһбитимиз үзлүксиз давамлашмақта, мән һазирму униң давамлишидиғанлиқиға ишинимән, һечқандақ мәсилә йоқ. биз русийә пирезиденти владимир путин әпәнди билән көрүшүп оғут вә аммийак йөткәш мәсилисини музакирә қилимиз. муддәтни бир йилға чиқириш үчүн тиришчанлиқ көрситимиз».



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر