түркийә украинада өткүзүлидиған омумий хәлқ беләт ташлаш паалийити һәққидә байанат елан қилди

түркийә, украинаниң русийәниң контроллуқи астидики бир қисим районлирида бир тәрәплимә һалда омумий хәлқ беләт ташлаш паалийити өткүзүшкә урунуш һәрикәтлиридин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди.

1883001
түркийә украинада өткүзүлидиған омумий хәлқ беләт ташлаш паалийити һәққидә байанат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи бу һәқтә байанат елан қилип, «биз украинаниң русийәниң контроллуқи астидики бәзи җайлирида бир тәрәплимә һалда омумий хәлқ беләт ташлаш паалийити өткүзүшкә урунуш һәрикәтлиридин әндишә қилмақтимиз. бу хил қанунсиз қилмишлар хәлқара җәмийәт тәрипидин етирап қилинмайду. әксичә, бу  иш дипломатик мусапини җанландуруш тиришчанлиқлирини қийин әһвалға чүшүрүп, муқимсизлиқниң чоңқурлишишини кәлтүрүп чиқириду. бу мунасивәт билән, биз 2014-йилидики қиримниң қанунсиз һалда қошувелинишидин буйан тәкитләп келиватқан <украинаниң земин пүтүнлүки, мустәқиллиқи вә игилик һоқуқи>ни қоллайдиғанлиқимизни, давамлишиватқан (русийә – украина) урушниң мәзкур нишанни чөридигән асаста тинч сөһбәтләр арқилиқ һәл қилинишиға һәр хил төһпиләрни қошушқа тәййар икәнликимизни қайта тәкитләймиз» дегәнләрни қәйт қилди.

9-айниң 23-күнидин 27-күнигичә болған җәрйанда украинаниң донетски, луханиски, херсон вә запарожйа районлириниң русийәгә қошулуши мәсилисини авазға қойуш үчүн омумий хәлқ беләт ташлаш паалийити өткүзүлидиғанлиқи елан қилинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر