әрдоған түркөйидә рәпиқиси билән бирликтә ташландуқ буйумлар көргәзмисини зийарәт қилди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған рәпиқиси әминә әрдоған билән бирликтә америка қошма иштатлириниң нийу йорк шәһиридики түркөйидә өткүзүлгән ташландуқ буйумлар көргәзмисини зийарәт қилди.

1882152
әрдоған түркөйидә рәпиқиси билән бирликтә ташландуқ буйумлар көргәзмисини зийарәт қилди
erdogan cifti atik sergisi2.jpg
erdogan cifti atik sergisi1.jpg
erdogan cifti atik sergisi.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 77 – нөвәтлик омумий кеңәш йиғини үчүн америка қошма иштатлириниң нийу йорк шәһиридә зийарәттә болуватқан җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән рәпиқиси әминә әрдоған, түркөйиниң кириш қисмида өткүзүлгән ташландуқ буйумлар көргәзмисини екискурсийә қилди.

рәссам дәниз сағдичтин көргәзмә буйумлири һәққидә учур игилигән җумһур рәис әрдоған,  батарейә, дора, сулйав, тоқумичилиқ, шешә ағзи вә електронлуқ буйумлар қатарлиқ охшимиған ташландуқлардин лайиһәләнгән май бойақ рәсимләрниң җәзбидарлиқ икәнликини ейтти.

әрдоған,  ахирида рәссамға муһит асраш паалийәтлиридә мувәппәқийәт тилиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر