әминә әрдоған шеһит аниларни вә бала дәрди билән синалған барлиқ аниларни әслигәнликини ейтти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң айали әминә әрдоған анилар байрими мунасивити билән шеһит аниларни вә бала дәрди билән синалған барлиқ аниларни миннәтдарлиқ билән әслигәнликини билдүрди.

1823587
әминә әрдоған шеһит аниларни вә бала дәрди билән синалған барлиқ аниларни әслигәнликини ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: әминә әрдоған анилар байрими мунасивити билән иҗтимаий алақә һесабида  һәмбәһирлигән учурида, «анилар йәлкилиридә дунйаниң еғирлиқини, йүрәклиридә әвладлирини көтүриду. ана йүрики шу қәдәр чәксизки, һәрқандақ сөйгүсизликни миһри - шәпқәт билән йеңиләйдиған қудрәткә игә. анилиқ туйғусини чин дилидин һес қилған, көйүмчанлиқи билән дунйани қучақлиған барлиқ айалларға әң қәлбий муһәббәтлирим билән салам йоллаймән» дегән сөзләрни ишләтти.

әминә әрдоған арқидин һәмбәһирлигән йазмисида йәнә мундақ деди:

«бүгүнки байрам мунасивити билән шеһит анилиримизни вә бала дәрди билән синалған барлиқ аниларни миннәтдарлиқ билән әсләймән. дийарбакир анилириниң сеғинишлириниң балдуррақ йениклишини чин көңлүмдин тиләймән. бирәр бала беқивалған анилиримизғиму миннәтдарлиқимни билдүримән».



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر