чавушоғлу: «S-400 һава мудапиә системилирини украинаға беридиған иш йоқ»

ташқи ишлар министири министири мәвлут чавушоғлу «S-400» һава мудапиә системилирини украинаға бериш дәйдиған бир иш йоқлуқини ейтти.

1802529
чавушоғлу: «S-400 һава мудапиә системилирини украинаға беридиған иш йоқ»

түркийә авази радийоси хәвири: мәвлут чавушоғлу қатарниң пайтәхти доһада өткүзүлгән доһа мунбири йиғинида сөз қилип, «S400 ләр аллиқачан түркийәгә йетип кәлди. бәзиләр <S400 һава мудапиә системилирини украинаға бәрсун> дейишти. бундақ иш болмайду. түркийә техиму көп һава мудапиә системисиға еһтийаҗлиқму? әлвәттә еһтийаҗлиқ. биз иттипақдашлиримиздин буни алалмисақ, башқа мәнбәләргә мураҗиәт қилимиз. һазир еһтийаҗимизниң %70 тин көпрәкини өзимиз ишләпчиқиралаймиз. һава мудапиә системимизниму йеқинда ишләпчиқиримиз. бу нуқтидин биз һазирму башқа таллашлар үстидә тиришиватимиз» деди.

министир чавушоғлу түркийәниң хизмитиниң русийә билән украина оттурисида мурәссәчи болуп, һәл қилиш чарисиға йардәм бериш икәнликини тәкитләп, «еғир мәсилиләрниң музакирә қилиниватқанлиқини һәммәйлән билиду. бу нуқтида әгәр биз мувәппәқийәт қазинип һәл қилиш чариси тапалисақ, уруш тохтитиш ишқа ашиду, лекин бу уруш тохтитиштин илгири, инсанпәрвәрлик еһтийаҗини қандуруш керәк, каридорларни ечиш керәк. биз мурәссәчимиз, бизниң бу нуқтида сәмимий мурәссәчи болушимиз керәк. бизниң вәзипимиз һәр икки тәрәпниң бу мәсилини бихәтәр һәл қилалишиға йардәм бериш. бу мәсилидә ахирқи қарарни ким чиқириду? путин билән зеленский... биз уларни бир йәргә чәм қилишқа тиришмақтимиз» деди.

министир чавушоғлу бу арилиқта, доһа мунбири йиғини даирисидә мәнсәпдашлири билән өзара  учришишларда болди вә тивиттер һесабида һәмбәһирлигән учурида, «доһада биз украинаниң муавин ташқи ишлар министири, ефийопийә, алҗирийә вә сириланкиниң ташқи ишлар министирлири, мйунхен бихәтәрлик йиғини фондиниң рәиси, қатар вә мексиканиң ташқи ишлар министирлири шундақла американиң алаһидә вәкили билән көрүштуқ» дегән сөзләрни ишләтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر