түркийә йунеско иҗраийә кеңишиниң әзалиқиға сайланди

түркийә б д т маарип, илим-пән вә мәдәнийәт тәшкилати-йунеско (UNESCO) иҗраийә кеңишиниң әзалиқиға, 2025-2021 мәзгили үчүн қайтидин сайланди.

1735461
түркийә йунеско иҗраийә кеңишиниң әзалиқиға сайланди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи түркийәниң йуниеско иҗраийә кеңишиниң әзалиқиға сайланғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, йунескониң 41-нөвәтлик омумий кеңиши йиғини рамкисида түнүгүн (2021-йили 17-нойабир) өткүзүлгән сайламда, 2021-2017 мәзгилидә йунеско иҗраийә кеңишиниң әзаси болған түркийәниң,  2025-2021 мәзгили үчүн йәнә қайтидин сайланғанлиқи билдүрүлди.

байанатта: «түркийә иҗраийә һәйитиниң әзаси болуш сүпити билән йунескониң паалийити вә қиммәт қаришини күчәйтишкә давамлиқ төһпә қошиду» дейилди.

байанатта, түркийәниң йәнә бир нөвәтлик йунеско иҗраийә һәйитиниң әзалиқиға сайлинишиниң, униң алдинқи мәзгилдики актип вә мувәппәқийәтлик ипадисиниң нәтиҗиси, шундақла дунйа сәвийәсидә маарип, илим-пән вә мәдәнийәт қиммәт қариши үчүн қошқан төһписиниң нәтиҗиси икәнлики көрситилди.

йунескоға 195 дөләт әза болуп, түркийә 158 дөләтниң авазини алди вә қарар чиқиридиған механизмдики 58 дөләтниң биригә айланди.

иҗраийә кеңиши 58 әза дөләттин тәркиб тапқан болуп, кеңәшниң вәзипә өтәш муддити төт йил болиду вә сайланған мәзкур кеңәш йилда икки қетим йиғин ачиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر