шәнтоп австирийә баш министири курз билән көрүшти
түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) башлиқи мустафа шәнтоп австирийә баш министири себастийан курз (Sebastian Kurz) билән көрүшти.
1705094
![шәнтоп австирийә баш министири курз билән көрүшти](http://cdn.trt.net.tr/images/xlarge/rectangle/8a7b/3eaa/b262/6139a349add6a.jpg?time=1718298839)
түркийә авази радийоси хәвири: мустафа шәнтоп австирийә пайтәхти вийеннада 5-қетимлиқ дунйа парламент башлиқлири конферансиниң йепилишидин кейин, баш министир себастийан курзниң тамақ зийапитигә иштирак қилди.
у зийапәттә, себастийан курз билән айрим көрүшти.
мустафа шәнтопниң конферанс мунасивити билән нурғун дөләтләрниң парламент башлиқлири биләнму айрим көрүшкәнлики билдүрүлди.