фаһрәттин алтун: «айа софийә җамәсини  қайтидин ибадәткә ачқан әрдоғандин аллаһ рази болсун»

җумһур рәислик учур - алақә ишлири идариси фаһрәттин алтун өзиниң иҗтимаий алақә торида «айа софийә җамиси» дегән хәткүч билән қошуп учур һәмбәһирлиди.

1673392
фаһрәттин алтун: «айа софийә җамәсини  қайтидин ибадәткә ачқан әрдоғандин аллаһ рази болсун»

түркийә авази радийоси хәвири: айа софийә җамәсини қайтидин ибадәткә ечиш қарари елан қилинғиниға сақ бир йил болди.

фаһрәттин алтун иҗтимаий таратқу һесабида түркийә бүйүк милләт мәҗлисии (парламенти) дики қарарниң оқулған вақтиға алақидар көрүнүшләрни һәмбәһирлиди.

фаһрәттин алтун парламентта, парламент әзалириниң алқиш садалири ичидә қарар оқулған көрүнүшләрни һәмбәһирләп, «җумһур рәисимиз һөрмәтлик рәҗәп таййип әрдоған әпәндиниң күчлүк ирадиси вә тиришчанлиқи билән айа софийә җамәси қайтидин ибадәткә ечилди. аллаһ җумһур рәисимиздин рази болсун» дегән сөзләрни ишләтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر