«‹зәйтун шехи› һәрбий һәрикити» районида бир әскәр шеһит болди

сүрийәдә «‹зәйтун шехи› һәрбий һәрикити» районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г мәнсуби террорчиларниң ракетамийотлуқ һуҗуми әснасида бир әскәр шеһит болди.

1651573
«‹зәйтун шехи› һәрбий һәрикити» районида бир әскәр шеһит болди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, «‹зәйтун шехи› һәрбий һәрикити» районида, түнүгүн террорчиларниң ракетамийотлуқ һуҗуми әснасида бир әскәрниң шеһит болғанлиқи, бир әскәрниң йариланғанлиқи тәкитлинип мундақ дейилди: «бизни қаттиқ дәрд – әләмгә ташлиған бу һуҗумда һайатидин айрилған әзиз шеһидимизға аллаһ тааладин рәһмәт, мусибәтлик аилисигә, түркийә армийәсигә вә әзиз хәлқимизгә тәзийә билдүримиз һәм сәвр - тақәт тиләймиз, йаридар хадимимизға шипалиқ тиләймиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر