акар вә башқа қоманданлар «2021-деңиз бөриси» маневирини нәқ мәйдандин көзәтти

түркийә һәрбий парахотлири 25-май (2021) «2021-деңиз бөриси» маневири үчүн әгә вә шәрқий ақдеңизға өткән иди.

1651868
акар  вә башқа қоманданлар «2021-деңиз бөриси» маневирини нәқ мәйдандин көзәтти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министири һулуси акар, армийә иштаб башлиқи йашар гүләр вә башқа мунасивәтлик қоманданлар «2021-деңиз бөриси» маневирини йеқиндин көзәтмәктә.

маневирға, 132 һәрбий парахот, 10 су асти парахоти, 43 айропилан, 28 тик учар вә 14 учқучисиз һава аппарати, тәхминән 25 миң 500 әскәр қатнаштурулди. маневирда, қуруқлуқ вә һава армийә қисимлиридин башқа, 10 идарә вә түркийә қизилай җәмийити қатарлиқ орунларму өзара һәмкарлашти.

«2021-деңиз бөриси» маневири истратегийәлик сәвийәдә һәрикәткә тәййарлиқ қилиш қисимлирини өз ичигә алиду. маневирниң ахирқи һәптилиридә, 83 парахот әгә вә шәрқий ақдеңизда 22 портни зийарәт қилиду. илгирики йилларниң дәл әксичә, вухән вируси тәдбирлири сәвәбидин, пуқраларниң парахотларни зийарәт қилиши чәклиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر