түркийә - әзәрбәйҗан йуқири дәриҗилик һәрбий сөһбәт йиғини бакуда башланди

түркийә- әзәрбәйҗан 13- нөвәтлик йуқири дәриҗилик һәрбий дийалог йиғини әзәрбәйҗанниң пайтәхти бакуда башланди.

1650882
түркийә - әзәрбәйҗан йуқири дәриҗилик һәрбий сөһбәт йиғини бакуда башланди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқи байанат елан қилип, әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқиниң муавин министири лейтенант генерал кәрим вәлийев билән түркийә җумһурийити армийә баш иштабиниң иккинчи башлиқи лейтенант генерал сәлчуқ байрақтароғлу башчилиқидики вәкилләр өмикиниң учришишиниң башлиғанлиқини уқтурди.

йиғинда, әзәрбәйҗан билән түркийә оттурисидики бихәтәрлик, һәрбий, һәрбий - техника, һәрбий давалаш, һәрбий тәлим - тәрбийә, һәрбий санаәт вә башқа саһәләрдики икки тәрәплик һәмкарлиқниң һазирқи әһвали, һәрбий вә мудапиә саһәсидики тәрәққийат көз қариши вә асаслиқ паалийәт саһәлири көздин кәчүрулиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر