айға чиқиш җумһурийәтниң 100-йили нишани арисидин орун алди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған җумһурийәтниң 100-йили нишанлири арисиға, айға қонуш лайиһәсиниму қошти.

1580399
айға чиқиш җумһурийәтниң 100-йили нишани арисидин орун алди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң миллий аләм пирограммисини тонитиш мурасими, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң қәдәм тәшрип қилиши билән хәлқ конгрә вә мәдәнийәт мәркизидә өткүзүлди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған: «йүз йиллар бойичә йәр йүзидә адаләтниң, әхлақниң вә тинчлиқниң башламчиси болған мәдәнийитимизниң көк йүзидики сәпиригә ишик издәватимиз» деди.

у миллий аләм пирограммисида биринчи вә әң муһим нишанниң, җумһурийәтниң 100-йили (2023) да, ай билән биринчи қеитмлиқ учришишни әмәлгә ашуруш икәнликини билдүрүп: «2023-йилиниң ахирида, йәр шариниң орбетасиға қойуп беридиған өзимизниң миллий вә өзгичә алаһидиликкә игә ракетамиз билән, айға қонушни әмәлгә ашуримиз» деди.

у йәнә мундақ деди:

«мәдәнийәт җуғрапийәмизниң символи болған һилални, ай йултузлуқ байриқимизни айға әвәтишниң шәрипини хәлққә тәқдим қилмиз. миллий аләм пирограммисидики ахирқи нишан, бир түркийә пуқрасини айға әвәтиш. буни сайаһәтчи сүпитидә әмәс, бәлки кәлгүси әвладларға йол көрситидиған билим вәзиписи сүпитидә лайиһәләймиз» деди.    



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر