истанбулниң шәһәр башлиқи ениқ болди

җумһурийәт хәлқ партийәси намзати әкрәм имамоғлу истанбул шәһәр башлиқи болди.

1185505
истанбулниң шәһәр башлиқи ениқ болди
ekrem imamoglu1.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: җумһурийәт хәлқ партийәси намзати әкрәм имамоғлу истанбул шәһәр башлиқи болди.

адаләт вә тәрәққийат партийәси 31-мартта өткүзүлгән сайламниң нәтиҗилиригә наразилиқ билдүргәнлики сәвәбидин, ситанбулға қарашлиқ бәзи наһийәләрдә сайлам беләтлири қайтидин сайланди.

сайлам нәтиҗилиригә асасланғанда, әкрәм имамоғлу 4 милйон 169 миң 765, адаләт вә тәрәққийат партиәйсинң намзати бинали йилдирим 4 милйон 156036 авазға еришкән.

сайлам нәтиҗилири алий сайлам комитети системисиға хатирләнгәндин кейин, җумһурийәт хәлқ партийәси намзати әкрәм имаоғлу, вилайәтлик сайлам комитетидин истанбул шәһәр башлиқлиқ гуваһнамисини тапшуруп алди.

әкрәм имамоғлу гуваһнамини тапшуруп алғандин кейин сараһханәдики истанбул шәһәрлик һөкүмәт бинасида сабиқ истанбул шәһәр башлиқи мәвлүт уйсалдин шәһәр башлиқлиқ вәзиписини тапшуруп алди.

имамоғлу мундақ деди: «шәһәрлик башлиқлиқ гуваһнамисини тапшуруп алдим, буниңдин қаттиқ иптихарлинимән, толиму хушалмән. гуваһнамини 16 милйон истанбуллуққа вакалитән тапшуруп алдим, ситанбулниң еһтийаҗлирини обдан билимән, бу шәһәрдә йашаватқанларниң тәләплириндиму хәвирим бар, истанбуллуқларға хизмәт қилишни дәрһал башлаймән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر