түркийә фирансийәни өз тарихи билән һесаблишишқа чақириқ қилди

түркийә фирансийәниң африқа қитәсидә инсанийәткә хилап өткүзгән җинайәтлири билән һесаблишиши лазимлиқини елан қилди.

1146421
түркийә фирансийәни өз тарихи билән һесаблишишқа чақириқ қилди

 

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһур рәислики алақә мунасвәт ишлири ишханиси башлиқи фәһриттин алтун, фирансийәниң аталмиш 1915йили вәқәлири үчүн 24апрелни хатриләш күни елан қилғанлиқиға қаттиқ наразилиқ билдүрди.

фәхриттин алтун җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң ортақ тарқитишта, фирансийә пирезиденти макронға фирансийә тарихидин ирқий қирғинчилиқ вә ишғалийәтчилик мисаллирини көрситип җаваб бәргәнликини әскәртти.

әрдоған мисал көрсәткән фирансийәниң таҗавузчилиқи вә қәтлиамлирини испатлайдиған һөҗҗәтләрни фәхриттин алтун иҗтимаий таратқу һесабидин инглизчә вә фирансозчә һәмбәһирләшти.

фәһриттин алтун тарқатқан учурида, «бизниң тарихимизда ирқий қирғинчилиқ йоқ. тарих билән һесаблишиштин еғиз ечиватқан макрон алди билән өз дөлитиниң бенин, буркинафасо, габон, снегал, тунис вә чад қатарлиқ дөләтләрдә инсанийәткә хилап өткүзгән җинайәтлири билән һесаблишип чиқиши лазим» дегән сөзләрни ишләтти.

 

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر