түркийә һава йоллири ширкити бирйуссел айропилан сәпәрлирини бикар қилди

түркийә һава йоллири ширкити белгийәдики ишчилар уйушмилириниң иш ташлиши мунасивити билән бирйусселға бүгүн ишқа ашурулидиған айропилан сәпәрлирини бикар қилди.

1144659
түркийә һава йоллири ширкити бирйуссел айропилан сәпәрлирини бикар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә һава йоллири ширкитиниң ахбарат васитилири ишлири мәслиһәтчиси йәһйа үстүн, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «қиммәтлик йолучилиримизниң диққитигә؛ белгийәдики миллий иш ташлаш сәвәбидин, 2019 – йили 13 – феврал күни ишқа ашурулидиған бирйуссел айропилан сәпәрлиримиз бикар қилинди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر