чавушоғлу лавров билән телефонда көрүшти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, русийә ташқи ишлар министири сергей лавров билән көрүшти.

1131095
чавушоғлу лавров билән телефонда көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: дипломатик мәнбәләр, ташқи ишлар министири чавушоғлуниң лавров билән телефонда көрүшкәнликини билдүргән билдүрди, бирақ учришишниң мәзмуни тоғрисида мәлумат бәрмиди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән русийә пирезиденти виладимир путин 2019 – йилидики тунҗи учришишини бүгүн ишқа ашуриду. әрдоған москваға қаритидиған бир күнлүк хизмәт зийаритидә виладимир путин билән көрүшиду.

алдин оронлаштурулғини бойичә икки дөләтниң мунасивәтлик министир вә парламент әзалириниң иштирак қилиши билән һәйәтләр ара учришишларниңму өткүзүлүши пиланланмақта.

икки лидер, түркийә – русийә мунасивәтлири билән биргә, сурийә қатарлиқ бир қисим район вә хәлқаралиқ мәсилиләр тоғрисидиму пикир алмаштуриду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر