дөләт мудапиә министири сүрийә чеграсида

дөләт мудапиә министири һулуси ақар баш иштаб башлиқи генерал йашар гүләр, қуруқлуқ армийә қомандани генерал үмид дүндар қатарлиқлар билән бирликтә түркийәниң сүрийә чеграсидики  қисимларни көздин кәчүрди.

1123835
дөләт мудапиә министири сүрийә чеграсида

түркийә авази радийоси хәвири: ақар бу йәрдә қилған сөзидә, сүрийәдә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати  й п г/п к к лиқ террорчиларға қарши елип берилғуси һәрбий һәрикәт тоғрулуқ тохтилип мундақ деди: «дөлитимизниң <мунбич райони> вә <фират дәрйаси> ниң шәрқий қисмиға қарита һәрбий һәрикәт елип бериш пилани бар, бу һәқтә керәклик тәййарлиқ хизмәтлири пухта ишлиниватиду, нөвити кәлгәндә, алдинқи қетимлардикидәк, бу йәрдики террорчиларму өзлири қазған хәндәкләргә көмүлиду. дөлитимизниң дөләт ичи – сиртидики терроризмни үзүл - кесил йоқитиш ирадиси қәтийдур, бизниң бирдинбир нишанимиз террорчиларни тәлтөкүс йоқитиштур. корд қериндашлиримиз билән худди гөш билән тирнаққа охшаш инақ икәнликимиз әқил парасәтлик кишиләрниң һәммисигә бәш қолдәк айан.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر