ақар: террорчилар өзлири колиған орәкләргә көмүлиду

дөләт мудапиә министири хулуси ақар, сүрийәдә фират дәрйасиниң шәрқини ишғал қилип өңкүр вә тонелларни колиған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати й п г / п к к террорчилириниң өзлири колиған орәкләргә көмүлидиғанлиқини ейтти.

1110470
ақар: террорчилар өзлири колиған орәкләргә көмүлиду

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министири хулуси ақар, қатар дөләт байрими мурасимлириға иштирак қилиш үчүн барған қатарниң пайтәхти доһадики қатар – түркийә бирләшмә қисимлири қоманданлиқ мәркизини көздин кәчүрди вә әскәрләргә салам бәргәндин кейин  сөз қилип, 2017 – йили фират қалқини һәрбий һәрикитиниң, бу йил болса, зәйтун шехи һәрбий һәрикитиниң ғәлибилик елип берилғанлиқини билдүрди.

«нөвәттә алдимизда мунбич вә фиратниң шәрқ тәрипи бар» дегән ақар, «нөвәттә мунбичта, фиратниң шәрқидә бәзи азгалларниң, тонелларниң коланғанлиқи дейиливатиду. мәйли азгал, мәйли тонел колисун, халиса йәрниң тегигә кирип кәтсун, вақти – саити кәлгинидә булар өзлири колиған орәкләргә көмүлиду. һечким буниңдин шубһиләнмисун» дегәнләрни қәйт қилди.

ирақниң шималидики п к к  террорчилири тоғрисидиму  тохталған министир ақар, «бу даиридә һәм синҗар һәм қараҗақ теғида һавадин зәрбә бериш һәрикити елип берилди. у йәрдә һәрқандақ шәкилдә пуқраларға зийан йәткүзмәслик мәсилиси йәнә күнтәртиптә иди вә буниңға алақидар барлиқ чарә – тәдбирләр йолға қойулди. көпләп шүкүрләр болсунки, бирму пуқраға, бигунаһ инсанға зийан йәткүзмәстин террорчилар бир тәрәп қилинди» деди.

у, синҗарниң террорчилар ува салған иккинчи бир қандил болуп қелишиға қәтий йол қоймайдиғанлиқлирини тәкитләп өтти.

әгә деңизи вә ақдеңизда түркийәниң вә шималий қибрис түрк җумһурийитиниң һәқ – һоқуқлирини қоғдайдиғанлиқлирини әскәрткән дөләт мудапиә министири хулуси ақар, «бу йәрдә дөлитимиз вә хәлқимизниң һәқ – һоқуқлиридин ваз кечишимиз қәтий мумкин әмәс, мумкин болмайду» деди сөзини давамлаштуруп, түркийәниң, йахши қошнидарчилиқ мунасивәтлири, тинчлиқ, достлуқ, һәмкарлиқ тәрәпдари икәнликини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر