түркийә кабулда мәйданға кәлгән адәм бомба һуҗумини әйиблиди

түркийә, афғанистанниң пайтәхти кабулда бир мәвлут паалийити әснасида йүз бәргән террорлуқ һуҗумини әйиблиди.

1092072
түркийә кабулда мәйданға кәлгән адәм бомба һуҗумини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, «кабулда өткүзүлгән бир мәвлут паалийити йиғилишида мәйданға кәлгән бомбилиқ һуҗумда көп санда адәмниң һайатидин айрилғанлиқи вә (йәнә көп санда адәмниң) йариланғанлиқидин чоңқур қайғуруш ичидә хәвәр тепилди. мәзкур террорлуқ һуҗумини әйибләймиз, һуҗумда һайатидин айрилғанларға аллаһтин рәһмәт тиләймиз, дост афғанистан һөкүмитигә вә қериндаш афған хәлқигә тәзийә билдүримиз, йаридарларға тез шипалиқлар тиләймиз» дейилди.

кабулдики бир той залида өткүзүлгән мәвлут паалийити әснасида адәм бомба һуҗуми йүз берип, 50 адәмниң җенидин айрилғанлиқи, 85 адәмниң йариланғанлиқи билдүрүлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر