түркийә җамал қашиқчи җинайитиниң дәлил – испатлирини фирансийәгә бәрди

адаләт вә тәрәққийат партийәси байанатчиси өмәр чәлик түркийәниң җамал қашиқчи җинайитиниң дәлил – испатлирини фирансийәгә билдүрди.

1088684
түркийә җамал қашиқчи җинайитиниң дәлил – испатлирини фирансийәгә бәрди

авази радийоси хәвири: адаләт вә тәрәққийат партийәси байанатчиси өмәр чәлик фирансийә ташқи ишлар министири йен йвес ле дрианниң җамал қашиқчи җинайити үстидин түркийәни қарилиған сөзлиригә алақидар дәлил – испатларниң фирансийә ахбарат оргини билән ортақлишилғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «җамал қашиқчи җинайитигә алақидар дәлил – испатларни фирансийә тәрәпкә бәрдуқ. фирансийә ташқи ишлар министири йен йвес ле дрианниң бундақ мәсулийәтсизләрчә байанат беришини қаттиқ әйибләймиз. растини ейтқанда, йен йвес ле дрианниң бундақ наданларчә байанатларни бериши һәқиқәтәнму һәйран қаларлиқ иштур. әгәр йен йвес ле дриан бу мәсилини тәқиб қиливатқанмиған болса, бу бизниң әмәс, фирансийә тәрәпниң мәсилисидур. қариғанда, фирансийә даирилириниң өзиниң ахбарат органлириниң паалийәтлиридин хәвири йоқтәк қилиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر