түркийә хәлқара җәмийәтни ғәззә үчүн һәрикәткә өтүшкә чақирди

җумһур рәислик сарийи байанатчиси ибраһим қалин, исраилийәниң һуҗумлириға сүкүт қиливатқан хәлқара җәмийәтниң мәсулийәтни үстигә елип һәрикәткә өтүши керәкликини әскәртти.

1087041
түркийә хәлқара җәмийәтни ғәззә үчүн һәрикәткә өтүшкә чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийәниң йеқинқи икки күндә ишғал астидики ғәззәгә қилған һуҗумлирида 13 пәләстинликниң һайатидин айрилғанлиқини, онларчә кишиниң йариланғанлиқини хатирилитип өткән ибраһим қалин, «бу һуҗумлар исраилийәниң қанун тонимайдиған, муштумзор вә ишғалчи позитсийәсини йәнә бир қетим намайан қилип бәрди. исраилийә, ғәззә хәлқигә қаратқан бу һуҗумлирини дәрһал тохтитиши лазим. исраилийәниң һуҗумлириға сүкүт қиливатқан хәлқара җәмийәт мәсулийәтни үстигә елиши вә һәрикәткә өтүши керәк. пәләстин земинлирини үсти очуқ түрмигә айландурмақчи болған вә қудусниң салаһийитини өзгәртип иғвагәрчилиқ қиливатқан исраилийәниң ишғалчи вә кеңәймичи сийасәтлиригә пүткүл дунйа <тохта> дейиши лазим» дегәнләрни қәйт қилди.

ибраһим қалин, пәләстин мәсилисини һәл қилишниң бирдинбир чарисиниң икки дөләтлик чарә икәнликини хатириләтти вә сөзини давамлаштуруп, «түркийә орунлуқ дәвасида пәләстин хәлқиниң йенида турушни давамлаштуриду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر