түркийә – русийә оттурисида виза музакирилири давамлишиватиду

түркийәниң москва баш әлчиси һүсәйин дириөз, русийә билән түркийә оттурисидики иқтисадий вә мәдәнийәт мунасивәтлирини тәрәққий қилдуруш үчүн визисиз сайаһәт түзүмини йолға қойуш тоғрулуқ давамлиқ хизмәт ишлиниватқанлиқини ейтти.

1070543
түркийә – русийә оттурисида виза музакирилири давамлишиватиду

түркийә авази радийоси хәвири:  дириөз, «рус – түрк сода бирлики» ниң саһибханилиқида пайтәхт москвада өткүзүлгән паалийәттә, түркийә – русийә мунасивәтлири тоғрулуқ тохталғанда, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң, түркийәниң русийә билән болған мунасивәтлириниң «инақ қошнидарчилиқ, ортақ мәнпәәтләр вә өзара һөрмәт»  пиринсиплириға асаслинидиғанлиқини ейтқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «бу пиринсипларға асасән һәмкарлиқимизни йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзүш үчүн давамлиқ хизмәт ишләватимиз. түрк вә рус рәһбәрләр оттурисидики достлуқ вә икки дөләт оттурисидики сийасий ирадиниң қәтийлики сайисида, мунасивәтлиримизни һәр саһәдә техиму тәрәққий қилдуримиз, бу һәқтики ирадимиз қәтийдур.»

түркийә билән русийә оттурисидики иқтисадий вә сода мунасивәтлирини йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзүштә визисиз сайаһәт хизмитини ишқа кириштүрүшниң зөрүрлүкини әскәрткән дириөз, мундақ деди: «өзара визисиз сайаһәт түзүмини йолға қойуш мәқситидә давамлиқ хизмәт ишләватимиз һәм музакириләрни елип бериватимиз. түркийә – русийә оттурисидики виза мәсилилири музакирә қилинидиған йиғин, консулханиларниң мәслиһәт кеңәшлиридин кейин, нойабир ейиниң башлирида чақирилиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر