әрдоған билән данчила икки дөләт мунасивәтлири тоғрисида муһим байанатларни елан қилди

әрдоған руменийәниң фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати параллел дөләт қурулмисиниң 2016-йил 15-ийулдики һәрбий-сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикитидин кейин намайан қилған түркийәни қоллаш мәйданини унтумайдиғанлиқлирини ейтти.

1069565
әрдоған билән данчила икки дөләт мунасивәтлири тоғрисида муһим байанатларни елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири:түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған: «руменийәдә фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиға четишлиқ киши вә тәшкилатларға қарши керәклик тәдбирләрниң елиши үчүн руменийәниң мунасивәтлик органлири билән учришишлиримизни давамлаштуруватимиз» деди.

рәҗәп таййип әрдоған 15-өктәбир (дүшәнбә) җумһур рәислик сарийида руменийә баш министири вийорика данчила билән көрүшкәндин кейин, ортақ ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

рәҗәп таййип әрдоған 2018-йилниң икки дөләт оттурисида дипломатик мунасивәтләр орнитилғанлиқиниң 140-йили икәнликини хатириләтти. у икки дөләт мунасивәтлириниң 2011-йилдин тартип истратегийәлик шериклик сәвийәсидә икәнликини, дөләтләр арисидики достлуқниң йүз йиллар бойичә хәлқләр арисидики мунасивәтләр вә өзара мәдәнийәт алмаштурушниң нәтиҗиси икәнликини билдүрди.

у руменийә баш министири данчила билән иқтисадни асас қилған һалда хәвпсизлик вә террорлуққа қарши күрәш қатарлиқ нурғун саһәләр бойичә сөһбәт өткүзгәнликлирини, кейинки мәзгилләрдә өзара һәмкарлиқларни техиму күчәйтиш үчүн немиләрниң қилиниши мумкинликини музакирә қилғанлиқлирини қәйт қилди.

у икки дөләт оттурисидики мунасивәтләрниң муһим қисмини иқтисадий вә сода мунасивәтлириниң тәшкил қилидиғанлиқини әскәртип: «2017-йилида тәхминән 6 милйард доллар болған сода омумий һәҗимимизни һазирқи мәлуматлар сайисида бу йил (2018) техиму ашиду дәп ойлаймиз. сөһбитимиздә бу нишанниң 10 милйард долларға чиқирилиши, һазирниң өзидә биз келишкән қарардур. шуниңға ишинимәнки, мунасивәтлик тәрәпләр вә барлиқ министирлиқлиримизниң тиришчанлиқи билән бу нишанға йетимиз. бизниң һесаблашлиримизға қариғанда, сода рәқәмлиридә 2018-йилниң дәсләпки сәккиз ейида 2017-йилниң охшаш мәзгилидикигә селиштурғанда %23 лик ешиш қолға кәлгән. 10 милйард долларлиқ сода нишанимизға йетиш үчүн тиришчанлиқ көрситимиз» деди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған сөзидә, руменийәлик сода-санаәтчиләрни түркийәгә мәбләғ селишқа чақирди. у түркийәниң нато әзаси болған руменийәниң иттипақ ичидә түркийәниң террорлуққа қарши күрәш тиришчанилиқини қоллиғанлиқидин миннәтдар икәниликини билдүрди. у мундақ деди:

«алдимиздики йилниң бешида руменийә тапшурувалидиған йавропа иттипақи нөвәтчи рәислик вәзиписи, дөлитимиз үчүн ейтқанда интайин муһим пурсәт.»

у руменийә баш министири данчиланиң йавропа иттипақи нөвәтчи рәислик вәзиписини тапшурувелиштин бурун түркийәни зийарәт қилғанлиқидин мәмнунлуқ һес қилғанлиқини билдүрүп, мундақ деди:

«2019-йилниң дәсләпки йеримида нөвәтчи рәис дөлити руменийә вә йавропа иттипақи билән бирликтә йеқиндин хизмәт қилиш мунасивитини орнитимиз. һөрмәтлик баш министир билән мәзкур мәсилә бойичә басидиған тегишлик қәдәмлиримизни һәйәтләр ара өткүзүлгән учришишларда болсун йаки айрим көрүшүшлиримиздә болсун музакирә қилдуқ. йәнә бир тәрәптин, руменийәдә йашайдиған тәхминән 70 миң қериндишимиз вә 15 миңға йеқин пуқрайимиз, икки дөләт оттурисидики достлуқ көврүки һесаблиниду. ортақ тарихимизниң йадикари болған қериндашлиримизниң һечқачан айримичилиққа учримастин хатирҗәм йашиғанлиқини тәқдирләймиз. руменийәниң бу тәрипиниң башқа дөләтләргә үлгә болушини үмид қилимиз.»

у руменийә билән йуқири сәвийәлик пикир алмаштурушларниң давамлишишини халайдиғанлиқини билдүрүп, мундақ деди:

«болупму, һәрбий, сийасий, иқтисадий, сода вә мәдәнийәт саһәлиридики тиришчанлиқлиримизниң, өзара һәмкарлиқлиримизиниң кейинки мәзгилләрдиму техиму ашқан һалда давамлишиши үмидимиздур.»

руменийә баш министири вийорика данчила түркийәниң йавропа иттипақиға әза болушини изчил қоллайдиғанлиқлирини билдүрди. у түркийә билән руменийә оттурисидики дипломатик мунасивәтләрниң 140-йиллиқини тәбриклигәнликлирини, руменийәдики «зор бирлишиш» 100-йиллиқи икәнликини қәйт қилди вә буниң руменийә үчүн символлуқ әһмийити үстидә тохталди. у мушундақ әһмийәтлик мәзгилдә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң өзини күтүвалғанлиқиға тәшәккүр ейтти.

у көрүшүшләрдә өткән йилдин буйан давамлишиватқан истратегийәлик шериклик мунасивәтлирини музакирә қилғанлиқлирини, өзара қоллаш вә ортақ мәниви байлиқлар асасида күчәйгән мунасивәтләр үстидә тохталди.

у түркийә-руменийә арисида һәм айрим һәмдә районлуқ нуқтидин сийасий, мудапиә, сода, маарип вә мәдәнийәт қатарлиқ нурғун саһәләр бойичә орнитилған һәмкарлиқларни алаһидә тәкитлиди.  у өткән йили (2017) икки дөләт оттурисидики сода омумий һәҗиминиң 5 милйард 100 милйон йавроға йәткәнликини әскәртип, нато күнлүки астидики иттипақлиқ мунасивәтлириниң әһмийитини тәкитлиди.

у: «түркийәниң йавропа иттипақиға әза болуш үчүн басқан қәдәмлирини изчил қоллаймиз. болупму, түркийәниң йавропа иттипақиниң хәвпсизликигә қошқан төһписини вә көчмәнләргә ишикини ечиш сийаситини тәқдирләймиз» деди.

у ахирида, икки дөләт оттурисидики истратегийәлик шерикликниң «интайин сағлам» икәнликини әскәртип, зийарәт вәсиләси билән имзаланған һәмкарлиқ келишимлириниң, һәр икки тәрәп үчүн мунасивәтләрни техиму күчәйтиш нуқтисида намайан қилған ирадисини көрситидиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر