түркийә шималий ирақттики парламент сайлиминиң тинч өткәнликидин хурсән икәнликини билдүрди

түркийә ирақ корд районлуқ һөкүмитидә өткүзүлгән парламент сайлиминиң тинч ахирлашқанлиқидин хурсән икәнликини билдүрди.

1061396
түркийә шималий ирақттики парламент сайлиминиң тинч өткәнликидин хурсән икәнликини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси һами ақсой, бу һәқтә елан қилған йазма байанатида, түркийәниң ирақ корд районлуқ һөкүмитидә йәкшәнбә күни өткүзүлгән парламент әзалири сайлиминиң тинч ахирлашқанлиқидин толиму хурсән икәнликини тәкитләп мундақ деди: «сайлам нәтиҗилири ирақниң бирлик вә пүтүнлүкини қоғдаш вә дөләттә муқимлиқниң ишқа ашурулуши җәһәттин наһайити зор әһмийәткә игә, сайламниң хәйрлик болушиға тиләкдашмиз.»

тәхминән 5 милйон нопусқа игә ирақ корд районлуқ һөкүмитидә, 3 милйондин артуқ тизимға алдурған сайлиғучи 30 – сентәбир йәкшәнбә күни өткүзүлгән вә 29 партийә һәм иттипақдашлар 111 орундуқ үчүн риқабәтләшкән омумий сайламда беләт ташлиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر