чегра райониға алаһидә қисимлар вә һәрбий әслиһәләр әвәтилди

түркийә армийәси тәрипидин һәрбий қисимларға йардәм бериш үчүн әвәтилгән алаһидә қисимлар, биронивик аптомобил, шрапнел атидиған зәмбирәк вә танка қатарлиқ һәрбий әслиһәләр хатай вилайитиниң рәйһанли наһийәсигә йетип барди.

1054586
чегра райониға алаһидә қисимлар вә һәрбий әслиһәләр әвәтилди

түркийә авази радийоси хәвири: чегра районидики мәһәллиләрдин өткән әскәрләргә район хәлқи тәрипидин  йемәк - ичмәк екрам қилинди.

рәйһанли наһийәсидә йашаватқан кәң хәлқ аммиси түркийә байриқини ләпилдәткән һалда аптомобиллардики һәрбий хадимларға чоңқур һөрмәт билдүрди.

игилинишичә, сүрийә чеграсиға йетип барған әскәрләр идлибтики қисимларға йардәм бериш үчүн әвәтилидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر