қалин: идлиб киризиси сийасий йоллар арқилиқ һәл қилиниши керәк

җумһур рәислик сарийи байанатчиси ибраһим қалин сүрийәниң идлиб шәһири киризисини һәл қилишта һәммә кишиниң мәсилини һәрбий йолар арқилиқ әмәс, сийасий йоллар арқилиқ һәл қилишни ойлиши лазимлиқини ейтти.

1049987
қалин: идлиб киризиси сийасий йоллар арқилиқ һәл қилиниши керәк

түркийә авази радийоси хәвири: қалин түркийә, фирансийә, германийә вә русийә вәкиллири иштирак қилған «сүрийә» темилиқ төт тәрәп алий дәриҗилик рәһбәрләр йиғини үчүн өткүзүлгән «тәййарлиқ йиғини» дин кейин түнүгүн җумһур рәислик сарийиниң долмабаһчәдики иш беҗириш орнида елан қилған байанатида, мундақ деди: «идлиб мәсилиси баштин тартипла наһайити сәзгүр бир мәсилә  сүпитидә һазирғичә давамлашмақта. бу һәқтә тәрәпләр ара бирдәклик һасил қилинди. болупму һәммә бирдәк, <идлибкә һуҗум қилинған тәқдирдә, еғир ақивәтләр келип чиқиду, бу һуҗум һәм инсаний киризискә йол ачиду, һәм йеңи көчмәнләр еқиниға сәвәб болиду, һәмдә давамлишиватқан сийасий басқучларни чигишләштүрүветиду>, дәп қаримақта.»

идлибниң мәлум җайлирида оттуриға чиққан бихәтәрлик хирислирини бир тәрәп қилишниң наһайити зор әһмийәткә игә икәнликини қәйт қилған қалин, мундақ дәп көрсәтти: «түркийә бу һәқтә зиммисигә йүкләнгән вәзиписини ада қилишқа тәййар икәнликини билдүрди. руслар билән техника һәйәтлири ара музакириләр давамлашмақта. йеңи көчмәнләр еқини пәқәт түркийәгила йүк болмайду. бу йавропағичә созулидиған йеңи бир зәнҗирсиман киризисләргә сәвәб болуши мумкин. җүмлидин, буниң қандақ еғир ақивәтләрни кәлтүрүп чиқидиғанлиқини һечким биләлмәйду. лекин, қандақ қилғанда буниң алдини алғили болидиғанлиқи тоғрулуқ миханизм орнитилиши лазим. бу йиғинда, асаслиқи бу мәсилиләр музакирә қилинди. көчмәнләрниң өз йуртиға қайтиши, сүрийәниң қайта бәрпа қилиниши қатарлиқ мәсилиләр тоғрилиқму алдимиздики мәзгилләрдә музакириләр елип берилиду, әмма нөвәттә һәм мәвҗут тоқунушлар давамлишиватқан, һәм киризисни сийасий йоллар арқилиқ һәл қилиш басқучи ишқа кириштүрүлмигән бир пәйттә, һәммә бирдәк, <бундақ әһвал астида, бу мәсилиләр һәққидә музакириләрни елип беришқа техи балдурлуқ қилиду> дәп қаримақта. бу нуқтида киризисни сийасий йоллар арқилиқ һәл қилишни алдинқи орунға қойидиған, болупму асасий қанун комитетиниң хизмәтлиридинму үнүмлүк нәтиҗиләрни һасил қилишни нишан қилиш пилани тоғрулуқ бирдәклик һасил қилинди.»

һәйәтләрниң бу йиғинниң нәтиҗилирини өз рәһбәрлиригә йәткүзидиғанлиқини сөзлиригә илавә қилған қалин, омумйүзлүк муһакимә елип берилғандин кейин, йиғинниң вақти, орни вә күнтәртипи тоғрулуқ қарар чиқирилидиғанлиқини әскәртти.

йиғинда, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң дүшәнбә күни русийәгә қилидиған зийаритидә русийә пирезиденти виладимир путин билән ишқа ашуридиған учришиши тоғрилиқму музакирә елип берилғанлиқини қәйт қилған қалин, мундақ деди: «җумһур рәисимизниң русийәни зийарәт қилиши алдимиздики мәзгилләрдә елип берилатти, әмма дүшәнбә күни ишқа ашурулушиму йахши болди. өткән һәптә теһранда чақирилған йиғинда җумһур рәисимиз идлибкә қарита йеңи бир һуҗумниң елип берилмаслиқи тоғрулуқ наһайити зор тиришчанлиқларни көрсәткәниди. бу тиришчанлиқларниң нәтиҗиси сүпитидә биз бүгүн бу йиғинни чақирдуқ. дүшәнбә күниму бу музакирилиримиз давамлишиду. бизниң у йәрдә 12 һәрбий көзитиш нуқтимиз бар. әскәрлиримизниң бихәтәрлики җәһәттинму, идлибтики инсаний вәзийәтни контирол қилиш җәһәттинму, мәвҗут салаһийәтни қоғдап қелиш наһайити зор әһмийәткә игә. биз түркийә болуш сүпитимиз билән бу қаришимизни оттуриға қойдуқ.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر