түркийә армийәси шималий ирақта һавадин зәрбә бериш һәрикити елип барди

түркийә армийәси, ирақниң шималиға җайлашқан гара районида һавадин зәрбә бериш һәрикити елип берип, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси 3 террорчини бир тәрәп қилди.

1042725
түркийә армийәси шималий ирақта һавадин зәрбә бериш һәрикити елип барди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә хәвпсизлик күчлириниң террорлуқ тәшкилатлириға зәрбә бериш һәрикәтлири үзлүксиз давамлашмақта؛ түркийә армийәсиниң ирақниң шималиға җайлашқан гара районида түнүгүн елип берилған һавадин зәрбә бериш һәрикити тоғрисидики байанатида, «ирақниң шималиға җайлашқан гара районида 2018 – йили 3 – сентәбирдә елип берилған һавадин зәрбә бериш һәрикити нәтиҗисидә чегра мудапиә қисимлиримизға вә һәрбий районлиримизға һуҗум қилишқа тәййарлиниватқанлиқи байқалған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси үч террорчи бир тәрәп қилинди» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر