җумһур рәислик сарийида министирлар кабенти йиғини чақирилди

бүгүн әнқәрәниң оң муһим күнтәртип маддилиридин бирси министирлар кабенти йиғини болди.

1033702
җумһур рәислик сарийида министирлар кабенти йиғини чақирилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң рийасәтчиликидә җумһур рәислик сарийида чақирилған йиғинниң асаслиқ күнтәртип маддиси иқтисад болиду.

түркийәгә америка тәрипидин қилинған иқтисадий һуҗумға қарши елинған тәдбирләрниң нәтиҗилири музакирә қилиниду.

буниңдин башқа йәнә, ташқи перевот баһасиниң төвәнләш сүритини тезлаштуруш үчүн йеңи қәдәмләрму музакирә қилиниду.

хамчоттики тәртип - интизамниң ишқа ашурулиши пул пахаллиқиға қарши күрәш вә муһим болған ислаһатларниң йолға қойулуши қатарлиқ темиларму көздин кәчүрүлиду.

бәзи америка мәһсулатлириға қойулған қошумчә таможна беҗи вә буниңдин кейин ташлинидиған қәдәмләр оттуриға қойилиду.

министирлар кабенти йиғинида йәнә, террорлуққа қарши күрәш, дөләт иҗи вә сиртида елип бериливатқан террорлуққа қарши һәрбий һәрикәтләрму музакирә қилиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر