әрдоғанниң нийуйорк вақит гезитидә елан қилинған мақалисиниң уйғурчә толуқ тәрҗимиси

түркийә америка билән йүз бәргән киризисқа қандақ қарайду?

1030534
әрдоғанниң нийуйорк вақит гезитидә елан қилинған мақалисиниң уйғурчә толуқ тәрҗимиси

 

түркийә авази радийоси: түркийә җумһурийити җумһур рәиси һөрмәтлик рәҗәп таййип әрдоғанниң америкида чиқидиған нийуйорк вақит гезитидә, 2018 – йили 10 - авғустта ингилизчә елан қилинған мақалисиниң уйғурчә толуқ тәрҗимиси:

 түркийә америка билән йүз бәргән киризисқа қандақ қарайду?

америка қошма иштатлири тәрипидин түркийәгә қарши елип берилиған өзбишимчи һәрикәтләр америкиниң мәнпәәтигә зийан йәткүзиду шундақла түркийәни башқа дост вә иттипақдаш издәшкә мәҗбур қилиду.

аптори؛ рәҗәп таййип әрдоған (һөрмәтлик әрдоған түркийәниң җумһур рәисидур)

2018 – йили 10 – авғуст.

түркийә билән америка йеқинқи 60 йилдин буйан истиратегийәлик шерик сүпитидә шималий атлантик әһди тәшкилатиниң әзаси вә иттипақдишидур. дөләтлиримиз соғуқ уруш мәзгилидә вә кейинки чағда пәйда болған қейинчилиқларға қарши мурини муригә терәп бирликтә күрәш қилған иди. түркийә бу өтмуш йиллар бойичә қандақла чағда америкиниң йардәмгә еһтийаҗи чүшсә, дәрһал америкиниң йардимигә йүгүрүп кәлди. корейәдә әскәрлиримиз бирликтә қан төкти. 1962 – йили кеннеди һөкүмити дәвридә, совит иттипақиниң кубадики башқурулидиған бомбилирини қайтуруп кетишини һәмдә италийә вә түркийәдики җупитер башқурулидиған бомбирилирини чекиндүришини ишқа ашурди. 11 - синтәбир вәқәси йүз бәргәндин кейин америка бу йаманлиққа җавап қайтуруш үчүн достлириға вә иттипақдашлириға ишәнгән чеғидиму, биз һәрбий қисимлиримизни афғанистанға әвәтип, афғанистандики шималий атлантик әһди тәшкилатиниң нишаниниң ишқа ешишиға йардәм қилдуқ. бирақ америка түркийә хәлқиниң әндишилирини чүшүнүштә вә бу әндишлиригә һөрмәт қилишта қанчилиған қетим, давамлиқ дегүдәк нөлдә қалди. болупму йеқинқи йилларда шерикликимиз вә чүшүнүшмәсликлиримиз синаққа дүч кәлди. әгәр америка түркийәниң мустәқиллиқиға һөрмәт қилишни башлап, миллитимиз дуч кәлгән хәвпләрни чүшүнүп йәткәнликини испатлийалмиса, шерикликимиз хәвп астида қелиши мумкин.

түркийә 2016 – йили 15 – ийулда һөкүмитим тәрипидин рәсмий шәкилдә «фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати» дәп бекитилгән террорлуқ тәшкилати кативиши фәтһуллаһ гуләнниң пенсилванийәдики дачисида туруп қуманданлиқ қилған бир гуруппа әзалириниң һуҗумиға учриди. фәтһуллачи террорлуқ тәшкилатиниң әзалири һөкүмитимгә қарши қанлиқ бир һәрбий - сийасий өзгириш қозғашқа урунди. шу кечиси милйунлиған адәттики пуқралар худди «Pearl Harbor» вә 11 - синтәбир һуҗуминиң арқидин көрсәткәнгә охшаш вәтән билән узулмәс риштисигә болған чоңқур туйғулирини намайан қилип кочиларға қарап ақти. узундин буйан мениң сайлам сәвәрликлиримни идарә қилип келиватқан достум ерол олҗуқ вә оғли абдуллаһ таййип олчоқниму өз ичигә алған 251 бигунаһ киши дөлитимизниң әркинлики үчүн әң еғир бәдәлләрни төлиди. әгәр мениң вә аиләмниң пийигә чүшкән қатиллар әтрити утуққа еришкән болса иди, бәлким мәнму әшу җанни пида қилғучиларниң бирсигә айланған болаттим.

түркийә хәлқи америкидин бу һуҗумни кәскин бир тил билән әйиблишини вә түркийәниң сайланған һөкүмити билән һәмкарлиқ ичидә икәнликини байан қилишини күтти. лекин америка ундақ қилмиди. америкиниң бу һуҗумға қайтурған инкаси қанаәт қиларлиқ дәриҗидә болуштин толиму узақта иди. америка мәсуллири түркийәниң демократийәсиниң йенида болушниң орниға еһтийат қилишқан бир шәкилдә, түркийәниң муқимлиқи вә тинчлиқиниң давамлиши һәққидә чақириқ елан қилди. буму аз кәлгәндәк түркийәниң өзара түзгән келишмигә бинаән фәтһуллаһ гуләнни қайтуруп бериш тәлипидиму һазирғичә һечқандақ илгириләш көрүлмиди.

өзара мунасивәтлиримиздә йүз бәргән йәнә бир көңүл рәнҗитидиған иш, америка билән қораллиқ бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң сүрийә тармиқи болған п й д/ й п г оттурисидики һәмкарлиқ болди. п к к 1984 – йилидин буйан миңлиған түркийә пуқралириниң һайатидин айрилиишға җавабкар қораллиқ бир террорлуқ тәшкилаттур вә америка тәрипидинму террорлуқ тәшкилати тизимликигә киргүзүлгәндур. түркийә даирилириниң тәхминлиригә асасланғанда америка һөкүмити йеқинқи йилларда п й д/ й п г ға қорал йардәм қилиш үчүн 5000 йүк аптомбили вә 2000 тиранспур айропилани ишләткән.

һөкүмитим америка мәсуллириниң п к к ниң сүрийәдики иттипақдашлириға һәрбий тәлим - тәрбийә вә қорал - йарақ йардәм беришидин һес қилған әдишилиримизни мунасивәтлик органларға қанчилиған қетим йәткүздуқ. әпсуски, улар сөзлиримизгә қолақ салмиди вә америка қораллири ахирида пуқраларни, ирақ, сүрийә вә түркийәдики бихәтәрлик күчлиримизни һуҗум нишани қилиш үчүн ишлитилди.

йеқинқи һәптиләрдә болса, террорлуқ тәшкилатиға йардәм қилиш билән әйиблинип сотта  дело турғузулған америка пуқраси андирев бирунсонниң түркийә сақчилири тәрипидин назазәткә елинишини баһанә қилған америка, түркийә билән йирикчиликни әвҗ алдуридиған бир мунчә қәдәмләрни ташлиди. пирезидент трамниң бир қанчә қетимлиқ йиғинимиз вә сөһбәтлиримиздә агаһландурғинимдәк сотниң қануни рәсмийәт басқучиға һөрмәт қилишниң орниға, өзигә дост бир дөләткә қарши очуқ тәһдитләрни селишқа башлиди. һәтта министирлар кабентимниң бир қанчә әзасиға ембарго йүргүзди. бу қарар қәтий қобул қилғили болмайдиған, мәнтиқсиз вә ақивәттә узундин буйан давамлишип келиватқан достлиқимизға зийан йәткүзидиған характергә игә иди.

түркийә болса, тәһдитләргә қарита бирқанчә америкилиқ мәсулларға охшаш шәкилдә ембарго йүргүзүш қарари билән җаваб қайтурди. шуниси ениқки, биз охшаш пиринсипқа риайә қилимиз. һөкүмитимни сот басқучиға мудахилә қилишқа зорлашқа урунуш дөләт асасий қанунимизға шундақла ортақ демократик қиммәт қарашлиримизға қәтий уйғун кәлмәйду.

түркийә буниңдин илгири нурғун қетим қилғиниға охшаш америка қолақ селишни рәт қилғин тәқдирдә, өзиниң шини өзи бир тәрәп қиливириду. мәсилән؛ түркийә һөкүмити 1970 – йиллирида америкиниң етиразлириға қаримастин, қибрис рум тәрипиниң қибристики түркләргә қарши елип барған ирқий қирғинчилиқини тосуп қилиш үчүн мәсилигә арилашқан иди. нехи йеқиндиму америиниң сүрийәниң шималидин дөлитимизниң бихәтәрликигә келиватқан тәһдитләргә алақидар әндишилиримизни чүшәнгили унимаслиқи, даешниң нато чеграсиға йеқинлишишини тосуп қалған вә й п г ни африн шәһиридин қоғлап чиқарған икки қетимлиқ чоң һәрбий һәрикәтни башлишимиз билән нәтиҗиләнди. худди мушуларға охшаш дөләт мәнпәәтимизни қоғдаш үчүн керәклик пүтүн қәдәмләрни йәнә ташлаймиз.

йаманлиқ дунйаниң һәммила йеридә шумлиқини қилип йүргән һазирқи вәзийәттә, онлиған йиллардин буйан иттипақдишимиз болған америкиниң түркийәгә қарши өзбешимчилиқ билән елип барған һәрикәтлири, пәқәт вә пәқәт америкиниң мәнпәәтигә вә бихәртәрликигә палта урушқа хизмәт қилиду. тола кечикмәстин, америка һөкүмити мунасивәтлиримизниң ғәйри симметрик болушиға даир хата чүшәнчилиридин ваз кечиши лазим. түркийәниң башқа таллашларға игә игәнликидин ибарәт һәқиқәтни қобул қилиши лазим. бу өзбешимчилиқ вә һөрмәтсизликкә майиллиқни дәрһал тәтуригә өзгәртиштә нәтиҗилик болалмаслиқи, йеңи дост вә иттипақдаш издишимизни кәлтүрүп чиқарғуси.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر