түркийәниң терроризмға қарши  күрәш нишани

түркийәниң терроризмға қарши күрәштә африндин кейинки нишани мунбич.

1016253
түркийәниң терроризмға қарши  күрәш нишани

түркийә авази радийоси: түркийә җумһурийити терроризмға қарши  күрәштә африндин кейин йөнилишини мунбичқа қаратти. мунбич мәсилиси тоғрулуқ түркийә билән америка қошма иштатлири оттурисида бирдәклик һасил қилинди.  бу мунасивәт билән, биз бу һәптики пирограммимизда, бу өзгиришләргә асасән мунбич мәсилиси һәққидә тохтилип өтимиз.

мунбич сүрийәниң һәләб вилайитиниң шәрқигә җайлашқан бир наһийә болуп, «фират дәрйаси» дин 35 километир, түркийә чеграсидин 40 километир йирақлиқта. мунбич шәрқий һәләбниң әң муһим олтурақ мәркизи һесаблиниду. шуниң билән бир вақитта, һәм нопуси көп һәм терротерийәси чоң бир наһийәдур.

мунбич тәбиий байлиқлири, ишләпчиқириш вә еһтийат буйумлири муәссәсәлири һәмдә рәққәдин һәләбкичә созулидиған райондики тиҗарәт мәркизи болуши әвзәллики биләнму иқтисадий алаһидилики наһайити йүксәктур. районниң ток вә су еһтийаҗиму мунбич мәнбәлири билән тәминлиниду.

мунбични контирол қилалиған күч һәләб билән рәққә оттурисида қалған җуғрапийәдики иқтисадий, тәбиий байлиқлар вә тиҗарәтни контирол қилалайду.

мунбич сүрийәдә 2011 – йили башланған хәлқ қозғилаңлирини әң дәсләптила қоллиған болуп, 2012 – йили 17 – ийул күни өктичиләрниң қолиға өтти.

даеш болса әң дәсләп 2013 – йили апрел ейида шәһәргә киришкә башлиди. бу басқучта өктичиләр билән даеш оттурисида кичик типтики тоқунушлар башланди. хәлқниң даешқа болған наразилиқиниң күчийишигә әгишип, 2014 – йилниң башлирида мунбичлик гуруппилар өзара даешни мунбичтин қоғлап чиқириш тоғрулуқ келишти. дәрвәқә, өктичиләр 2014 – йили йанварда даешни мунбичтин қоғлап чиқарди. шәһәр уда 15 күн өктичиләрниң қолида қалди, андин даеш мунбичқа кәң көләмлик һуҗум қилди вә 2014 – йили 21 – йанвар күни шәһәрни қолға киргүзди. кейинчә америка қошма иштатлири йардәм бәргән й п г / с д г күчлири шәһәрни даештин тартивелип, шәһәрниң контроллуқини қолға киргүзди.

мунбичниң демографик қурулмисиға тарихий нуқтиийнәзәргә асасән нәзәр ташлиғинимизда, гетерогенлиқ алаһидиликкә игә икәнликини биливалалаймиз. бирақ, мунбич йеқинқи 50 йил ичидә нопус қурулмисиниң өзгириши нәтиҗисидә сүнний әрәб кимлики билән алдинқи пиланға чиққан бир шәһәргә айланди.

2017 – йилниң ахирлири наһийәниң омумий нопусиниң 600 миңға йәткәнлики тәхминән қилинмақта.

шәһәрдә йашаватқан вә мунбичлик болуп башқа районларда тирикчилик қиливатқан мәнбәләрниң мәлуматлириға қариғанда, мунбичтә етник гуруппиларниң нопус нисбити тәхминән мундақ икән: әрәбләр % 90 ни, кордлар % 5 ни, түркмәнләр % 4 ни, чәркәсләр % ни тәшкил қилидикән.

мунбичтики түркмән йезилири шәһәр мәркизиниң шималиға җайлашқан болуп, шәһәрниң шималида 8 түркмән бар, шәһәр мәркизидиму түркмәнләр нопусниң % 4 -5 тини тәшкил қилиду.

мунбичтә түркмәнләр көпинчә аилә шәклидә йашайду. бирақ, әрәбләр уларни омумйүзлүк һалда «түркмән қәбилиси» дәп атайду.

мунбични даеш контирол қиливатқан мәзгилдә хәлқниң бирдинбир арзуси даештин қутулуш иди. шуңа, п к к/й п г шәһәргә киргәндә җиддий қаршилиққа дуч кәлмиди. вақитниң өтүшигә әгишип мунбич хәлқиниң п к к һакимийитигә қариши өзгәрди.

буниңда п к к ниң хәлққә салған зулум – ситәмлири вә п к к ға йеқин болған корд нопусини көпәйтиш үчүн һәрикәткә өтүши муһим рол ойниди. п к к ға шәһәр хәлқиниң қаришиниң өзгиришидә муһим рол ойниған йәнә бир амил болса, асаслиқ хизмәтләрдә қийинчилиқларниң барғансери көпийип кетишидур.

п к к/й п г мунбичтә истиратегийәлик дәп қариған саһәләр үчүн мәҗбурий көчүрүш сийаситини йолға қоймақта. бу мәқсәттә п к к ниң мунбичликләрниң мал – мүлүклирини тартивелиши болса даим – дегүдәк көзгә челиқиған бир әһвалдур.

әгәр бир киши әрәб йаки түркмән болса әнә шундақ қийинчилиққа дуч келиши турғанла гәп. «фират қалқини» намлиқ һәрбий һәрикәт районида йаки түркийә сийасий паалийәтләрни елип бериватқан мунбичтә аһалиниң вә уларниң уруқ – туғқанлириниң мал – мүлүклири мусадирә қилинмақта.

мәсилән, өзиму мунбич районидики мәшһур аилиләрдин биригә мәнсуп болған сүрийә түркмән мәҗлисиниң башлиқи доктор вәҗиһ җүмә вә аилисиниң мунбичтики барлиқ мал – мүлүклири п к к/й п г тәрипидин тартивелинди.

шу һәқиқәтни алаһидә тәкитләш керәкки,  п к к мунбичтин чекинишни халимайду. шуңа, террорлуқ тәшкилати п к к бу йәрдә мәңгү қалимиз дәп ойлап, мунбичниң исмини «мабук» қа өзгәртти. бирақ, п к к америка қошма иштатлириниң мудапиә қилишидин айрилип қалған әһвал астида, мунбичтә қелишиниң имкансиз икәнликини наһайити обдан билиду. дәрвәқә, түркийәму йеқиндин буйан мунбичқа қарита бесимни техиму күчәйтти. бу америка қошма иштатлирини мунбич мәсилисидә шималий атлантик әһди тәшкилатидики иттипақдиши түркийә билән террорлуқ тәшкилати п к к оттурисида оттура йол тутушқа мәҗбур қилди.

түркийәниң тиришчанлиқлири 2018 – йили ийун ейи етибари билән үнүмлүк һалда нәтиҗиләнди. америка қошма иштатлири билән түркийә мунбич мәсилисигә алақидар «йол хәритиси» үстидә бирдәклик һасил қилди.

бу келишимгә асасән, террорлуқ тәшкилати п к к/й п г барлиқ унсурлири билән шәһәрдин чекиниду, америка қошма иштатлири билән түркийә армийәлири районни ортақ контирол қилиду, мунбич үчүн йеңи пуқрави кеңәш тәшкил қилиниду, бу арқилиқ мунбичлиқ пуқраларниң өй – маканлириға қайтишиға шараит йаритип берилиду.

түркийә билән америка қошма иштатлири мунбич моделиниң «фират дәрйаси» ниң шәрқий қисми үчүн иҗра қилиниши мәсилисидә бирдәклик һасил қилди.

түркийә америка қошма иштатлири билән һасил қилинған келишим билән саһәдә оттуриға чиққан әһвал арисида җиддий бирәр пәрқниң оттуриға чиққанлиқини наһайити обдан билиду. лекин, ташлиниватқан қәдәмләрни һазирчә «өткүнчи басқуч» ниң бир қисми дәп қаримақта. бу наһайити тоғра бир қараштур, чүнки чәклик даиридә ташлиниватқан қәдәмләрму мунбичта иҗабий нәтиҗиләрниң қолға кәлтүрүлүшидә муһим рол ойниши мумкин.

алдимиздики басқучта қандақ болушидин қәтийнәзәр түркийәниң террорлуқ тәшкилати п к к ға қарши күришини ахирлаштуруши мумкин әмәс. чүнки, мунбич билән «фират дәрйаси» ниң шәрқий қисми мәсилисидә түзүлгән келишимни иҗра қилиш басқучида бирәр келишмәслик оттуриға чиққан әһвал астида, түркийә билән америка қошма иштатлириниң дүшмәнлишип қелиш еһтималлиқи бар. бундақ әһвал астида түркийәниң мустәқил һәрикәт қилидиғанлиқи һәммигә бәш қолдәк айан, әлвәттә.

шуни тәкитләш һаҗәтки, америка қошма иштатлири билән түркийәниң дүшмәнлишип қелиши, түркийәниң қәтий ирадисини бошаштуралмайду. дәрвәқә, түркийә афринға қаратқан «зәйтун шехи» һәрбий һәрикити җәрйанида буниң шундақлиқини намайән қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر