муавин җумһур рәис шималий қибрис түрк җумһурийитидә

муавин җумһур рәис  фуат октай шималий қибрис түрк җумһурийитидә дөләт ишлири зийаритидә болмақта.

1016693
муавин җумһур рәис шималий қибрис түрк җумһурийитидә

түркийә авази радийоси хәвири:  20 – ийул «тинчлиқ вә әркинлик байрими» ниң 44 – йиллиқини тәбрикләш паалийәтлиригә қатнишиш үчүн шималий қибрис түрк җумһурийитигә кәткән муавин җумһур рәис  фуат октай, бу йәрдә шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси мустафа ақинҗи тәрипидин қобул қилинди.

фуат октай учришиштин кейин елан қилған байанатида, қибрис түрк хәлқиниң 1974 – йилдин бурун бешидин кәчүргән тирагедийәни қайта баштин кәчүрмәслики үчүн түркийәниң қолидин келишичә тиришчанлиқ көрситидиғанлиқи һәм хизмәт ишләйдиғанлиқини әскәртиш билән бир вақитта, қибрис мәсилисиниң адил вә үзүл - кесил һәл қилиниши йолида һармай – талмай  күрәш қиливатқанлиқини, буниңдин кейинму шундақ қилидиғанлиқини қәйт қилди, һәмдә түркийәниң қибрис түрк хәлқиниң һәр даим йенида икәнликини тәкитлиди.

у, кейинчә җумһурийәт мәҗлисиниң башлиқи тәбәррүкән улучай вә баш министир туфан әрһүман биләнму айрим – айрим көрүшти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر