түркийә «F-35» типлиқ тунҗи уруш айропиланини тапшуруп алди

түркийә һава армийәси байқалмаслиқ вә  йуқири иқтидарлиқ радар системисиға игә дунйа бойичә әң йүксәк техникилиқ артуқчилиқлири болған «F-35» типлиқ тунҗи уруш айропиланини тапшуруп алди.

997082
түркийә «F-35» типлиқ тунҗи уруш айропиланини тапшуруп алди

түркийә авази радийоси хәвири: америкиниң тексас иштатидики « Lockheed Martin» базисида түркийәму лайиһә шерики һесаблинидиған «F-35» типлиқ уруш айропилани лайиһәси даирисидә, түркийәгә тунҗи айропиланни тапшуруп бериш үчүн алаһидә мурасим өткүзүлди.

мурасимға, түркийә мудапиә санаити мәслиһәтчилики вәкиллири, лайиһәдә вәзипә өтигән түркийә ширкәтлири вә « Lockheed Martin» базисиниң йуқири дәриҗилик мәсуллири қатнашти.

тапшуруп елинған «F-35» типлиқ уруш айропилани түркийә һава армийәси қоманданлиқиниң қорал сиестимисға қошулған 5 ـ әвлад уруш айропилани болуш алаһидиликигә игә.

 тапшуруп елинған «18-0001 » қуйруқ номурлуқ «F-35» типлиқ уруш айропиланиниң түрк учқучилири тәрбийәлиниш үчүн аризона иштатидики лукә айродурумида вәзипигә тәйинлинидиған болди.

бу тунҗи айропиландин кейинки 2 ـ айропилан алдимиздики күнләрдә 3 ـ вә 4 ـ айропиланлар болса, 2019 ـ йили март ейида түркийәгә тапшурулидиған болди. 

түркийә учқучилириниң тәлим ـ тәрбийәси ахирилашқанға қәдәр бу айропиланлар америкида туриду.

түркийәгә тапшурулидиған 5 ـ вә 6 ـ айропиланлар болса, 2019 ـ йили йасалғандин кейин, удул түркийәгә йоллинилиду.

байқалмаслиқ вә  йуқири иқтидарлиқ радар системисиға игә «F-35» типлиқ уруш айропиланлири түркийә һава армийәсиниң һәрикәт қабилийитини бөсүш характерлик йуқири көтүриду. шуңа түркийә бир қанчилиған йил ичидә бу айропиландин 100 данә сетивелишни пиланлимақта.

«F-35» типлиқ уруш айропилани йасаш пирограммиси 1999 ـ йили башланғандин буйан, түркийә бу пирограммида орун елип келиватқан болуп, түркийә мудапиә санаити смәслиһәтчилики айропиланниң йасилишида актип рол елип кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر