чәт әлләрдики пуқралар 24-ийун сайлимиға көп әһмийәт бәрди

түркийәдә 24-ийун өткүзүлидиған җумһур рәислик вә парламент сайламлири үчүн чәт әлләрдә вә һәр қайси таможниларда аваз ташлиған сайлиғучилар сани 1 милйон 228 миңға йәтти.

994902
чәт әлләрдики пуқралар 24-ийун сайлимиға көп әһмийәт бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: чәт әлләрдә 7-ийун башланған аваз ташлаш ишлири көплигән дөләтләрдә ахирлашти.

 чәт әлләрдә йашаватқан түркийә пуқралири һәптә ахири аваз ташлашқа алаһидә көңүл бөлди. германийәдә роза һейтлиқ дәм елиш вә һәптә ахириниң тәсиридә түркләр зич топлишип олтурақлашқан дүселдорф вә көлндики консулхана алдида узун өчирәт һасил болди. һәптә ахири аваз ташлиған сайлиғучиларниң сани 500 миңдин ешип, рекорт йаритилди.

түркийә алий сайлам кеңишиниң башлиқи сади гүвән чәт әлләрдики сайлам нуқтилирида вә һәр қайси таможниларда аваз ташлиған сайлиғучилар саниниң 1 милйон 227 миң 931 ға йәткәнликини елан қилди.

түркләрниң нопуси көп болған германийә, голландийә, әнглийә, шивейтсарийә, белгийә, австирийә вә фирансийәдә аваз ташлаш бүгүн (19-ийун) кәчкичә давам қилиду.

америкада 100 миң сайлиғучидин 31 миң 500 киши аваз ташлиди, сайламға қатнишиш нисбити %31 болди.

ташланған авазлар түркийә һава йоллири ширкитиниң айропиланлири билән түркийәгә елип келиниду вә 24-ийун түркийәдики аваз ташлаш ахирлашқанда санилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر